Хитай америка һөкүмитигә далай ламаға алтун медал бәргәнлики үчүн қаттиқ наразилиқ билдүрди


2007.10.18

Хитай ташқи ишлар министирлиқи пәйшәнбә күни америкиниң хитайда турушлуқ баш әлчисини мәхсус чақиртип, америка дөләт мәҗлисиниң америка пуқралириға берилидиған әң алий шәрәп медалиниң, тибәтниң роһаний даһийси далай ламаға тәқдим қилинғанлиқиға қаттиқ наразилиқ билдүрди.

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси лйү җәнчав бу һәқтә тохтилип, америка даирилириниң далай ламани дөләт мәҗлисиниң алтун медали билән мукапатлаш қарариниң хитай ‏- америка икки тәрәп мунасивитигә еғир дәриҗидә зиян кәлтүргәнликини билдүрди.

Тибәтниң роһаний даһийси далай лама, чаршәнбә күни америка дөләт мәҗлисиниң алтун медалиға еришкән болуп, мәзкүр алтун медал америка дөләт мәҗлисиниң, тенчлиқни һимайә қилғучиларни мукапатлайдиған алий шәрәп медали.

Америка президенти җорҗ буш, хитайниң агаһландурушиға қаримай вашингтондики америка дөләт мәҗлисиниң бинасида өткүзүлгән мукапат бериш мурасимида, далай ламаға өз қоли билән алтун медал тәқдим қилди. Бу америка президентиниң тунҗи қетим далай лама билән рәсмий йосунда ашкара учришиши һесаблиниду.

Гәрчә бейҗиң тәрәп илгири хитай - америка мунасивитиниң бу түпәйли тәсир учрайдиғанлиқини агаһландурған болсиму, бирақ буш мурасимда бейҗиңниң 72 яшлиқ тибәтлик буддист даһий далай лама билән диалог елип беришини тәшәббүс қилди. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.