Афғанистандики америка қисимлири қисқартилмақчи
2006.07.11
Афғанистанни зиярәт қиливатқан америка мудапиә министири доналд рамизфилд, шималий атлантик окян әһди тәшкилатиниң афғанистандики тинчлиқни қоғдаш паалийитиниң даирисини кеңәйткәнлики тарихий бир вәқә дәп көрсәтти. Доналд рамизфилд, икки һәптә ичидә афғанистанни зиярәт қилған америкиниң иккинчи алий дәриҗилик һөкүмәт әмәлдари болуп һесаблиниду. Икки һәптә аввал америка ташқи ишлар министири кондализа райс афғанистанни зиярәт қилип, америка һөкүмитиниң афғанистан президенти кәрзәй һөкүмитигә бериватқан ярдиминиң өзлүксиз давамлишидиғанлиқини тәкитлигән иди.
Афғнаистандики шималий атлантик окян әһди тәшкилатиниң тинчлиқни қоғдаш паалийити һазирғичә асасән афғанистанниң шалий, ғәрбий райони һәмдә пайтәхт кабул билән чәкләнгән. Йеқинда паалийәт даирисини кеңәйтип, бу ай ичидә афғанистанниң җәнубий районлириға һәрбий қисимлирини әвәтишни қарар қилди.
Лекин америка мудапиә министири, шималий атлантик окян әһди тәшкилатиниң афғанистандики һәрбий паалийитини кеңәйткәнлики, америкиниң афғанистандин чекиниши дегәнлик әмәс, деди.
Афғанистанниң җәнубий вә шәрқи җәнубий районлирида талибан қалдуқлири һәрбий паалийәтлирини үзлүксиз давамлаштуриватиду. Талибан қалдуқлири йеқиндин буян йәни америка қисимлириниң афғанистанниң җәнубий районидин чикинидиғанлиқи вә уларниң орниға шималий атлантик окян әһди тәшкилати һәрбий қисисмлириниң орунлишдиғанлиқи елан қилинғандин бери, һуҗумлирини көпәйтти. Нәтиҗидә өткән икки ай ичидә афғанистанда көпүнчиси талибан җәңчиси йүзлигән киши өлди.
Афғанистандики талибанлар һакимийити америка һәрбий қисисмлири тәрипидин гумран қилинип бәш йилдин кейин, афғанистандики талибан қалдуқлириниң қайтидин тәшкиллинип, афғанистан һөкүмити вә афғанистандики бирләшмә армийә қисимлири үчүн җиддий бир тәһдиткә айланғанлиқи сиясий вә һәрбий мулаһизичиләрни һәйран қалдурмақта.
Хәвәрләргә қариғанда, шималий атлантик окян һәрбий қисимлириниң афғанистандики һәрбий паалийәтләрниң мәсулийитини өз үстигә елиши билән америка афғанистандики әскәрлириниң санини һазирқи 22000 кишидин 16500 гә азайтишни пиланлимақта. (Қанат)