Америка ярдәмчи ташқи ишлар министири шәрқий асия әллирини зиярәт қилди
2006.09.04
Америка ярдәмчи ташқи ишлар министири кристофир хилл дүшәнбә күни японийигә йетип келип шәрқий асия әллиридә елип баридиған зияритини башлиди.
Кристофир хилл токйода мухбирларға нөвәттики вәзийәттә шималий корийә ядро сөһбитини әслигә кәлтүрүшниң " наһайити қийинлиқини" тәкитлигән. У, японийә, җәнубий корийә вә хитайда елип баридиған бу зияритиниң шимали корийә ядро сөһбитини әслигә кәлтүрүшкә ярдими тегишни үмид қилиду.
Хилл өткән қетим шәрқий асия әллирини зиярәт қилғанда шималий корийә хәлқара җәмийәтниң бесимиға қаримай башқурулидиған бомба синиқи елип барған. Шуниңдин кейин америка, бейҗиң һөкүмитигә бесим ишлитишни күчәйтип, хитай даирилиридин шимали корийигә қарши қаттиқ қол болушни вә 6 дөләт сөһбитини тезрәк әслигә кәлтүрүшкә қисташни тәләп қилмақта.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң ашкарилишичә, кристофир хилл сәйшәнбә күни бейҗиңға йетип берип, шәнбә күнигичә хитайниң чеңду, гуаңҗу вә шаңхәй шәһәрлирини зиярәт қилидикән.
Шималий корийә 2005 - йили 9 - айда ядро қораллар пиланидин ваз кечишкә мақул болған болсиму, лекин сөһбәттин кейин пйоңяң америкиниң шимали корийигә қойған пул - муамилә имбаргосиға нарази болуп, һазирғичә сөһбәт үстигә қайтишни рәт қилип кәлмәктә. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Райис ли җавшиң билән иран мәсилисидә телефон сөһбити өткүзди
- Америка хитайниң һәрбий маневириға қатнишишқа йол қоюшини үмид қилди
- Хитай америка һәрбий манивериға тунҗи қетим көзәткүчи әвәтип қатнаштурди
- Америка билән хитай бейҗиңда һәрбий сөһбәт елип барди
- Америка дөләт мәҗлиси җуңгоға мунасивәтлик қарар мақуллиди