Америка деңиз армийиси қомандани хитайни зиярәт қилмақчи
2008.01.08
Хитай дөләт мудапиә министирлиқи әмәлдарлириниң бир қетимлиқ ахбарат елан қилиш йиғинида ашкарилишичә, йеқинда хитай вә америка икки тәрәп һәрбий мунасивәтлири вә тәйвән мәсилисини музакирә қилиш үчүн мәхсус сөһбәт елип бармақчи болуп, буниң үчүн америка деңиз армийиси тенич окян қисминиң баш қомандани кеатиң мушу айниң 13 - күнидин 16 - күнигичә хитайда зиярәттә болидикән.
Б б с ниң хәвиридә көрситилишичә, хитайниң 11 - айниң ахирлирида,америкиниң "бүркүт бачкиси" авиаматкисиниң хоңкоңда тохтишини рәт қилиш һәрикити америкини қаттиқ әҗәбләндүргән болуп, америка армийиси тенич окян деңиз армийиси қисминиң қомандани кеатиң хитайниң мәзкур һәрикитини чүшиниксиз һәрикәт дәп әйибләп, бу һәрикитигә чүшәнчә беришни тәләп қилған.
Әсли пиланда америкиниң " бүркүт бачкиси" авиаматка әтритидики 8 миң нәпәр әскәр пәйшәнбә күни хоңкоңда тохтап, " миннәтдарлиқ байрими"ни бу йәрдә аилисидикилири билән тәбриклимәкчи иди. Лекин авиаматка әтрити ахирқи минутта хитай тәрәпниң хоңкоңни зиярәт қилишқа болмайдиғанлиқи һәққидики уқтурушини тапшурувалған. Америка авиаматка әтрити болса хоңкоңға кирәлмәй шу күни японийидики туралғусиға қайтқан иди. Лекин вәқә йүз берип бир қанчә саәттин кейин хитай ташқи ишларминистирлиқи баянат елан қилип, авиаматка әтритиниң хоңкоңға киришигә рухсәт қилғанлиқини җакарлиған болсиму, лекин америка авиаматка әтрити " парахотларниң хоңкоң портидин айрилип болғанлиқи шундақла һава райи сәвәбидин" хоңкоңда тохташ пиланидин ваз кәчкәнликини җакарлиған.
Ахбаратларда мәзкур вәқә хитайниң америкиниң тәйвәнгә 3милярд америка доллири қиммитидики қорал сатқанлиқи һәм президент бушниң далай ламани күтивалғанлиқиға наразилиқини билдүрүп агаһландуруш характерини алған һәрикити икәнлики қәйт қилинған иди.
Анализчилар,тәйвән президент сайлими йетип келиш һарписида америка билән болған мунасивәтни турақлаштурушқа тиришиватқан болуп, хитай бу қетимлиқ икки тәрәп һәрбий һәмкарлиқлар сөһбити арқилиқ америка билән арисида чүшинишни илгири сүрүш вә шу арқилиқ икки тәрәпниң һәрбий вә депломатийә мунасивәтлирини турақлиқ тәрәққий қилдурушта актип позитсийигә өткән. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай билән һиндистанниң бирләшмә маневири аяқлашти
- Америка авам палатаси әзалири америка һөкүмитиниң тәйвәнниң б д т ға әза болуп киришигә қарши чиқишини әйиблиди
- Хитай билән һиндистан бирләшмә һәрбий маневир өткүзмәктә
- Америка - хитай иқтисадий истратегийә сөһбити ахирлашти
- Хитай америкидин яңю япрақчиси импорт қилишни тохтатти
- японийә йеқинда һиндонезийигә үч данә илғар чарлиғучи парахот ярдәм қилди
- " Хитай америкидин далай лама сәвәбидин өч еливатиду "
- Хитай сүний һәмраһи тартқан ай шари сүритиниң растлиқини тәкитлиди
- Демократ партийисиниң әң күчлүк президент намзати дәп қаралған, хеләри клинтон билән хитай оттурисидики мунасивәтләр һазирдинла бузулушқа башлиди
- Америка хитайдин "бүркүт бачкиси" авиаматкисиниң хоңкоңда тохтишини рәт қилиш һәрикитигә чүшәнчә беришни тәләп қилди