Америкиниң йеңи мудапиә министири робрт гәйтс ирақни зиярәт қилди


2006.12.20

Бирләшмә агентлиқиниң 20 ‏- декабир күни ирақтин хәвәр қилишичә, америкиниң йеңи дөләт мудапиә министири робрт гәйтс дүшәнбә күни бәш бурҗәк бинада вәзипә өтәшкә башлап икки күндин кейин ирақни зиярәт қилған. У вәзипә өтәштин бурун, ирақ урушини көп учримайдиған уруш, қалаймиқанчилиқ уруши, бу урушта америка техи ғәлибә қилмиди, һәрбий командирлардин көпрәк мәслиһәт елиш керәк, дәп қарайтти. Президент җорҗи бушму уни вәзипигә тәйинләштә ирақ урушиниң йеңи истратегийисини түзүп чиқишқа ярдәмлишиду, дегән үмидтә болған иди. Бүгүн гәйтс әпәнди ирақ зиярити җәрянида америка қисимлириниң санини көпәйтишни тәшәббус қилған.

Бирләшмә агентлиқиниң вашингтондин хәвәр қилишичә, америкиниң йеңи мудапиә министири робрт гәйтс ирақни зиярәт қилишқа башлиғандин кейин, президент буш ирақ урушида америка техи ғәлибә қилмиғанлиқини тунҗи қетим етирап қилған. У сөзидә йәнә "әмма биз мәғлуп болмидуқ, биз чоқум ғәлибә қилимиз" дегән. Хәвәрдә ейтилишичә, җорҗи бушниң ғәлибә қилиш өлчими ‏-‏- ирақта мукәммәл демократик түзүм тикләштин ибарәт. Һазир ирақта 140 миң америка әскири бар. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.