Кондилиза райис ливанни зиярәт қилди
2006.07.24
Америка ташқий ишлар министири кондилиза райис дүшәнбә күни бейрутни туюқсиз зиярәт қилип, ливан баш министири фуат синиора билән исраилийә- һизбулла тоқунушини тохтитиш мәсилиси үстидә музакирә елип барди. Райис алдин-ала елан қилинмиған ливан сәпиридин кейин исраилийини зиярәт қилиду. Бу хәвәр елан қилинғичә у исраилийигә берип болуши мумкин.
Райисниң бу сәпири америкиниң икки нәпәр исраилийә әскири җәнуби ливандики һизбулла партизанлири тәрипидин гөрүгә еливелинғандин кейин, исраилийиниң ливанға һуҗум қилишини кәлтүрүп чиқарған кризисни юмшитиш үчүн атқан тунҗи дипломатик қәдими. Президент буш болса уруш тохтитиштин бурун бу тоқунушни кәлтүрүп чиқарған һизбулланиң мәсилиси бир тәрәп қилиниши керәк, дәп қаримақта. Ливанға учуш сәпиридә " биз һәммимиз уруш тохтитишни муһим, дәп қараймиз " дәп тәкитлигән райис, лекин уруш тохтитиш " рамкиси ливан һөкүмитиниң игилик һоқуқини йүргүзүш асасиға қурулған болуши керәк" дәйду.
" Ню - йорк вақти гезити " райисниң җәнуби ливанға ш а о ә т қисимлирини орунлаштуруш вә җәнуби ливанда инсанпәрвәрлик ярдәм каридори ечиш тәклипи беридиғанлиқини билдүрди. Исраилийә дөләт мудапиә министири амир перетз, исраилийә ш а о ә т қисимлирини җәнуби ливанға орунлаштуруп, ливан һөкүмитиниң бу районни тизлишигә ярдәм қилиш пиланиға қизиқиду, деди. Лекин америка тәрәп ливанға ш а о ә т қисимлирини орунлаштуруш пиланиға баһа берип бақмиди. Америкиниң б д т дики баш әлчиси җон балтон, " биз бу йеңи тәклипни чоқум әстайидил ойлишимиз " дәйду.
Райис исраилийини зиярәт қилғандин кейин италийә пайтәхти римға берип бу йәрдә оттура шәрқ кризисини тема қилған бир хәлқара йиғинға қатнишиду. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Сиясәтчиләр исраилийә билән һизбулла оттурисидики тоқунушниң арқисида иран бар дәп қаримақта
- Конзилиза райис оттура шәрқни зиярәт қилмақчи
- Исраилийиниң ливанға қаратқан һуҗуми давамлашмақта
- Исраилийә ливанға давамлиқ һуҗум қилмақта
- Исраилийә уруш тохтутуш вә ливанға хәлқара қошун орунлаштуруш тәклипини рәт қилди