Америкиниң шималий корийә ядро мәсилиси сөһбәт вәкили бейҗиңға йетип кәлди


2008.02.18

Америка ташқи ишлар министири кандилиза райс ханимниң хитай зиярити башлиништин илгири америкиниң шималий корийә ядро мәсилисидә сөһбәт елип баридиған баш вәкили бейҗиңға йетип кәлди.

Бейҗиңда турушлуқ америка әлчиханисиниң баянатчиси сусан стевенсон ханимниң билдүрүшичә,, америка дөләт вәкили кирстофер һил әпәнди җәнубий корийә вә японийигә сәпәр қилиштин илгири, бүгүн чүштин кейин хитайниң шималий корийә ядро сөһбитигә қатнишидиған мунасивәтлик хадимлири билән көрүшидикән.

Мәлум болушичә, һил әпәндиниң бу нөвәтлик хитай зиярити, йеқинда шималий корийә ядро мәсилисидә бейҗиңда зиярәттә болидиған америка ташқи ишлар министири кандилиза райс ханимниң шималий корийә ядро мәсилиси үстидә елип баридиған сөһбитигә асас селиш икән.

Америка, җәнубий корийә, русийә, японийә вә хитайлар арилашқан шималий корийиниң ядро мәсилиси сөһбити нәтиҗилик болғандин кейин, шималий корийә өткән йили 31- декабирғичә, асаслиқ реакторлирини чувуп ташлашқа мақул кәлгән.

Бирләшмә агентлиқида көрситилишичә, шималий корийә өткән йили ноябирда чувулидиған атом реакторлириниң тизимликини тапшурғанлиқини билдүргән болсиму, әмма америка һөкүмити шималий корийиниң йәнә мәхпий уран қоюлдуруш қурулушлириниң толуқ тизимликиниму тапшурушни күтүватқанлиқини билдүргән.

Шималий корийә хели узундин буян ядро қораллирини тәрәққи қилдуруш вә уран қоюлдуруш қурулушини давамлаштуруп келиватқан болуп, 2006- йили өктәбирдә нәтиҗилик һалда атом синиқи елип барғанлиқини елан қилғандин кейин, вашингитон даирилирини әндишигә салған иди. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.