Америкидәк санаәтләшкән бай дөләттики намратлиқ мәсилиси қайтидин кишиләрниң диққәт- етибарини қозғимақта


2007.08.29

Америка федерал статистика идарисиниң йеқинда елан қилған санлиқ мәлуматлириға қариғанда, 2006 ‏- йили америкида һәр бир аилиниң оттура һесаб билән йиллиқ кирими 48 миң 200 америка доллириға тоғра кәлгән. Ирқ буйичә айрип һесаблиғанда, ақ тәнлик америкилиқларниң 50 миң 700 америка доллиридин , асиялиқ америкилиқларниң 64 миң америка доллиридин, латин америкисилиқ америкилиқларниң 52 миң 400 америка доллиридин, қара тәнлик америкилиқларниң 37 миң америка доллиридин тоғра келиду.

Америка федерал статистика идариси йеқинда йәнә, америкида пул пахаллиқи йүз бериш мумкинликини рәт қилғандин кейин, америкида 4 нопуслуқ аилиниң йиллиқ кирими 26 миң 140 доллардин төвән болса, 3 нопуслуқ аилиниң йиллиқ кирими 16 миң 79 америка доллиридин төвән болса, 2 нопуслуқ аилиниң йиллиқ кирими 13 миң 167 америка доллиридин төвән болса, бойтақниң йиллиқ кирими 10 миң 294 америка доллиридин төвән болса намрат дәп һесаблиниду дәп муқимлиди.

Гәрчә америкида 2006 ‏- йили намратларниң сани илгирики бир йилға қариғанда төвәнлигән болсиму, әмма һазирқи мушу өлчәм буйичә америкида йәнә 30 милйон адәм намратлиқта яшайду. Йәнә 47 милйон адәмниң давалиниш суғуртиси йоқ.

Америка авазиниң хәвәр қилишичә, америкида аһалиларниң кирими вә давалиниш суғуртиси һәққидики санлиқ мәлуматлар өткән һәптидә елан қилинғандин кейин, америкидәк бундақ санаәтләшкән бай дөләттики намратлиқ мәсилиси қайтидин кишиләрниң диққәт етибарини қозғимақта. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.