Америка кеңәш палата әзаси өзбекистан даирилирини әнҗандики вәқә тоғрисида агаһландурди


2005.05.31

Америка кеңәш палата әзаси җон микейн, өзбекистан әнҗанда йүз бәргән вәқәләр үстидин мустәқил тәкшүрүш елип беришкә йол қоймиса, америка өзбекистан билән болған мунасвитини күздин кәчүрүши керәк, дәп агаһландурди.

Микейн бу сөзләрни дүшәнбә күни қирғизистан пайтәхти бешкәкни зиярәт қилиш җәрянида сөзлигән. Микейин мундақ дәйду: " биз өзбекистандики вәқәләрдин әндишә қиливатимиз. Биз явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати өзбекистанда қандақ җинайәтләрни йүз бәргәнликини шундақла бу йәрдики қирғинчилиқни тәкшүрүши керәк, дәп қараймиз." Преиздент керимоф йеқинда хәлқара җәмийәтниң әнҗанда тәкшүрүш елип беришиға һәргиз йол қоймайдиғанлиқини тәкитлигән. Әмма җон микейин, өзбекистан президенти керимоф " бундақ һәрикәтниң 21 - әсирдә йүз бәрмәслики лазимлиқини етирап қилиши керәк," дәп көрсәтти.

Керимоф һөкүмити бу айниң 13 - күни йүз бәргән әнҗандики намайишни қанлиқ бастурған иди. Кишилик һоқуқ органлириниң ашкарилишичә, вәқәдә 700 дин артуқ пуқра өлгән. Хәвәрләргә қариғанда һазир керимоф һөкүмити өктичиләрни тутқун қилмақтикән. Җон микейин, әгәр преизидент керимоф һәрикитини давамлаштурса шундақла явропа бихәтәрлик - һәмкарлиқ тәшкилати қатарлиқ органларниң тәкшүрүш елип беришиға йол қоймиса, америкини бесим ишлитишкә чақирди. У, америка дөләт мәҗлисиниң өзбекистан билән болған мунасвитини көздин кәчүридиғанлиқини агаһландурған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.