Америкиниң муавин президенти дек чәйни қазақистанда
2006.05.05
Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, америкиниң муавин президенти дик чәйни җүмә күни қазақистанға барди. Бу америкиниң юқири дәриҗилик һөкүмәт әмәлдарлириниң совет иттипақи гумран болғандин кейин униң әслидики республикилириниң бири болған, истратегийә җәһәттә енергийә записи мол дөләт дәп һесаблиниватқан бир дөләтни төтинчи қетим зиярәт қилиши болуп һесаблиниду.
Америкиниң муавин президенти чәйни бу қетим қазақистан президенти нур султан назарбайев билән бу әлниң мол нефит, тәбиий газ байлиқлиридин техиму көп пайдилиниш мәсилиси вә кишилик һоқуқ хатирисидики мәсилиләр һәққидә сөзлишиду. Америкиниң сиясити қазақистанниң енергийә мәнбәлирини көпләп ечип, униң ғәрбтә вә башқа җайларда базарға селинишини илгири сүрүштин ибарәт.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң министир ярдәмчиси ричард бавчер америка дөләт мәҗлисидә һазир америка һөкүмити "дуняда булдуқлап чиқиватқан нефитниң муқимлиқини сақлаш, шундақла каспи деңизиниң тегидә нефит турубиси ясаш үчүн сөзлишиватиду дегән иди.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң хатирисигә қариғанда, қазақстанниң кишилик һоқуқ хатириси техичә начар һаләттә турмақта. Бир пешқәдәм һөкүмәт әмәлдариниң ейтишичә, бу қетим америкиниң муавин президенти қазақистанда сабиқ совет иттипақи 1991 - йили йимирилгәндин буян изчил һоқуқ тутуп келиватқан назарбайевни демократик ислаһат елип беришқа үндәйду.
Хәвәрдә баян қилинишичә, америкиниң муавин президенти дек чәйни қазақистанға кәлгәндә, қазақистан сақчилири өктичи гуруппилар рәһбәрлиридин шәнбә күни астанада чәйни билән көрүшүшкә тәклип қилинған ғалимҗан закиянов қатарлиқ кишиләрни алматадин кетишкә мәҗбурлиған. (Вәли)