Қирғизистан америка қисимлирини қоғлап чиқиридиғанлиқи һәққидә тәһдит салди


2006.12.15

Бир қирғиз пуқрасиниң қирғизистандики америка һәрбий хадимлири тәрипидин етип ташлиниш вәқәсидин кейин, қирғизистан даирилири җүмә күни америкиға бу дөләттики америка әскәрлирини қоғлап чиқиридиғанлиқи һәққидә тәһдит салди.

Қирғизистан - америка мунасивәтлири 6 - декабир күни манас һава армийә базисини қоғдаватқан бир америка бихәтәрлик хадими, йеқилғу тошуйдиған бир қирғиз шопурни етип ташлиғандин кейин соғуқлишишқа башлиған иди. Америка қисимлири америка бихәтәрлик хадиминиң "тәһдиткә қарши оқ чиқарғанлиқини" билдүрмәктә. Даириләрниң әскәртишичә, қирғиз шопур америка әскиригә пичақ билән тәһдит салған.

Қирғизистан парламенти җүмә күни бир қарар лайиһиси мақуллап, һөкүмәттин америка билән 2001 - йили имзаланған манас айродромини иҗаригә бериш келишимини вә қирғизистан җумһурийити земинини иҗаригә беришниң тоғра яки тоғра әмәсликини қайта көздин кәчүрүшни тәләп қилди. Қарар лайиһисидә " қирғиз хәлқи һава армийә базисида йүз бәргән вәқәдин әндишә қилипла қалмай, бәлки америка тәрәпниң тәкшүрүшкә тосалғулуқ қиливатқанлиқи вә бәзидә қирғиз тәрәпниң тәләплиригә сәл қараватқанлиқидин җиддий әндишә қилмақта" дейилгән.

Нөвәттә қирғизистандики һава армийә базисида 1000 дәк америка әскири вәзипә өтимәктә. Бу базиниң иҗарә һәққи қирғизистанниң муһим малийә кирими болуп қалған. Шаңхәй гуруһидики дөләтләр, болупму русийә билән хитай америкиниң бу йәрдики һәрбий қисимлирини елип чиқип кетишини үндимәктә иди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.