Америка башқурулидиған бомба қалқан системиси мәсилисидә русийини һәмкарлишишқа чақирди


2007.10.06

Америка һөкүмити җүмә күни, русийиниң, америкиниң явропаға башқурулидиған бомбидин мудапиәлиниш системиси орунлаштуруш пилани һәққидики әндишилирини йоқутуш үчүн, башқурулидиған бомба қалқан системиси ясаш мәсилсидә русийини һәмкарлишишқа чақирип, бу мәсилидә русийә билән бирликтә ишләшкә тәйяр икәнликини, билдүрди.

Америка ташқи ишлар ярдәмчи минстири даниял фирид, җүмә күни өткүзгән мухбирларни күтивелиш йиғинида, "әгәр русийә башқурулидиған бомбидин мудапиәлиниш системисиниң ясилишиға қатнашса, бу ниң русийигә қартилған бир пилан болимиғанлиқиға ишиниду" дегән.

Америка һөкүмити, башқурулидиған бомбидин мудапиәлиниш системисини явропаға орунлаштуруш программисиға асасән, полшаға вә чех җумһурийитигә бу мудапиәлиниш системисини орунлаштурушни пиланлимақта. Гәрчә америка явропаға башқурулидиған бомба қалған системиси орунлаштуруш пиланиниң русийигә әмәс, оттура шәрқ районидики ядру қоралға игә болуш үчүн тиришиватқан дөләтләр вә тәшкилатларға қаритилғанлиқини тәкитлигән болсиму, әмма русийә бу пиланини русийиниң миллий мәнпәәтигә тәһдит дәп қарап, америкиниң полша вә чех җумһурийәтлиригә башқурулидиған бомба қалқан системиси орунлаштуруш пиланиға қарши чиқмақта. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.