Тәйвән америкиниң агаһландурушиға учриди


2006.01.31

Тәйвән президенти чен шүйбйән, дөләтни бирликкә кәлтүрүш комитети вә программисини бикар қилиш мәсилисини ойлишидиғанлиқини җакарлиғандин кейин,америка ташқий ишлар министирлиқи тәйвән мустәқиллиқини қоллимайдиғанлиқини вә тәйвән боғизиниң һазирқи һалитини өзгәртишкә қарши туридиғанлиқини билдүрди.

Президент чен шүйбйән, 29- январ күни чаған байрими мунасвити билән сөз лигән нутуқида, дөләтни бирликкә кәлтүрүш комитети вә программисини бикар қилиш мәсилиси үстидә ойлишидиғанлиқини әскәртип, " тәйвән батурлуқ билән өзи таллиған йолда меңиши керәк " дәп тәкитлигән иди. Чен шүйбйәнниң әскәртишичә, тәйвән бу йил ичидә йеңи асасий қанун лайиһисини түзүп чиқип, келәр йили пуқраларниң авазиға қойидикән. У, биз тәйвәнниң намида б д т ға әза болушни актип илтимас қилимиз, дәйду.

Чен шүйбйәнниң сөзигә бейҗиң даирилири инкас қайтуруштин бурун, америка ташқий ишлар министирлиқи инкас қайтуруп, америкиниң "бир җуңго сиясити" ни тәкитлиди. Америка ташқий ишлар министирлиқиниң баянатида әскәртишичә, америка тәйвән мустәқиллиқини қоллимайдикән, әмма һәрқандақ бир тәрәпниң һазирқи һаләтни бир тәрәплимилик һалда өзгәртишигә қарши туридикән.

Америка ташқий ишлар министирлиқи баянатчиси адам әрәлий, "бизниң бу баянатни елан қилишимиздики сәвәб, биз күшкүртүш характерлик сөзләрниң болушини яки хата сигнал берилишини халимаймиз " дәйду. Көзәткүчиләрниң илгири сүрүшичә, америка шималий корийә ядро қораллар мәсилисини һәл қилиш басқучида, болупму иран ядро мәсилисидә хитайниң қоллишиға еһтияҗ болуватқан бир чағда, тәйвән мәсилисиниң хитай - америка оттурисида сүркилиш пәйда қилишини халимайдикән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.