Сабиқ америка ташқи ишлар ярдәмчи министири армитеч тәйвәнни зиярәт қилди


2006.03.09

Сабиқ америка ташқи ишлар ярдәмчи министири арметич тәйвәндә елип барған зиярити давамида тәйвән призенденти чен шуйбйән билән көрүшти.

Америка бирләшмә агентлиқиниң пәйшәнбә күни бәргән хәвиригә қариғанда , арметич айрупиландин чүшүпла өзиниң тәйвәндә шәхси салаһийәт билән зиярәттә болуватқанлиқини билдүргән.

Чаршәнбә күни тәйвәнгә йетип кәлгән арметич, мухбирларға, тәйвәндә елип баридиған зияритиниң үч күн давамлишидиғанлиқини билдүргән, у пәйшәнбә күни гоминдаң партийисиниң рәиси ма йиңҗу билән сөһбәтләшкәндин кейин, президент сарийиға йетип келип, чен шуйбйән билән учрашқан. Бирақ мухбирларниң бу һәқтә хәвәр елан қилишини рәт қилған.

Арметич билән чен шуйбйән елип барған сөһбәтниң мәзмуни һазирчә сиртқа ашкарланмиди.

Хитай һөкүмити, һәрқандақ бир дөләт әрбабиниң мәйли қандақ салаһийәт билән болушидин қәти нәзәр, тәйвәнни зиярәт қилишини тосуп кәлмәктә.

Нөвәттә , тәйвән билән хитай чоң қуруқлуқи оттурисидики мунасивәт күндин - күнгә җиддийлишиш вәзийитигә киргән болуп, йеқинда хитай чоң қуруқлуқи тәйвәнни иқсадий җәһәттә тиз пүктөридиғанлиқини билдүрди. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.