Стивен: америка йәнила тәйвәнниң әң күчлүк қоллиғучиси


2006.05.11

Америкиниң тәйвәндики юқири дәриҗилик бир депломати пәйшәнбә күни америкиниң йәнила тәйвәнниң әң күчлүк қоллиғучиси икәнликини билдүрди. Буниң алдида америкиниң чен шүйбйәнниң америкиға киришини аласкида чәкләп қоюши сәвәблик, тәйвән даирилири азрақ наразилиқ билдүргән иди.

юқиридики сөзләрни америкиниң тәйвәндики вәкили стивен яң қилған болуп, у йәнә, " бизниң аримизида худди достлар арисида болидиған бәзи хапилиқлар болди" деди һәмдә буниңға тәйвән президенти чен шүйбйәнниң бу қетим латин америкисидики сәпиридә америка туприқида тохтап өтмигәнликини мисал қилди.

Стивин яң йәнә, америкиниң йәнила тәйвәнниң әң күчлүк қоллиғучиси болушни давамлаштуридиғанлиқини шундақла америкиниң йәнә тәйвән билән елип баридиған нурғун содилириниң барлиқини билдүрди. Әмма у сөзидә йәнә, америкиниң тәйвән мустәқиллиқиғә қарши туридиған мәйданини тәкитләп, бу мустәқиллиқниң америкини сөрәп киридиған бир мәйдан уруш пәйда қилидиғанлиқини агаһландурди.

Бу арида тәйвән президенти чен шүйбйән латин америкисидики зияритини ахирлаштурғандин кейин, ливийигә туюқсиз зиярәт қилип хитай һөкүмитиниң ғәзипини қозғиди. Хитай ташқи ишлар министири буниңға наразилиқ билдүрүп, ченниң ливийидики зияритиниң хитай-ливийә мунасивәтлиригә еғир зиян йәткүзидиғанлиқини тәкитлиди һәмдә ливийини тездин тәйвән билән болған барлиқ алақини үзүшкә үндиди.(Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.