Америка дөләт мәҗлиси авам палатаси тәйвән тәрәпни техиму көп имтиязлар ға игә қилишни тәшәббүс қилмақта


2006.06.29

Хитай һөкүмити пәйшәнбә күни америка дөләт мәҗлиси авам палатаси тәрипидин америка- тәйвән мунасивәтлири тоғрисида қобул қилинған тәклип лайиһисини қаттиқ тәнқид қилип, бу , америка ‏- хитай оттурисидики келишимләрниң җиддий дәпсәндә қилиниши дәп көрсәтти.

Хитай ташқи ишлар минстирлиқиниң баянатчиси җяң чийү бейҗиңда мухбирларға бәргән баянатида": америка дөләт мәҗлисиниң бу һәрикити, америка һөкүмити тәрипидин тәкитлинип кәлгән бир җуңгу принсипиға пүтүнләй хилап"деди.

Бу арида тәйвән мәркизи хәвәр агентлиқи, америка дөләт мәҗлиси авам палатасиниң , тәйвән билән америка оттурисида алий дәриҗилик һөкүмәт хадимлириниң зиярәтлиригә қоюлған чәклимини бикар қилиш тоғрисида қарар қобул қилғанлиқини хәвәр қилди.

Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, америка дөләт мәҗлиси авам палатаси тәрипидин америка - тәйвән мунасиивәтлири һәққидә қобул қилинған қарарда, бундин кейин америка һөкүмитиниң рәсимий һөҗҗәтлиридә тәйвәнни дөләт дәп атиши һәмдә тәйвән рәһбәрлириниң ақсарайни зиярәт қилишиға рухсәт бериши тәклип қилинған.

Мәзкүр қарар лайиһисиниң рәсмийлишиши үчүн , қарар америка дөләт мәҗлиси кеңәш паласи тәрипидинму қобул қилиниши керәк.

Америкиниң тәйвән билән рәсмий дипломатийә мунасивити йоқ, әмма америка тәйвәнни қорал-ярақ билән тәминләватқан асаслиқ дөләт болуп, америка тәйвәнни қоғдаш үчүн һәрқандақ бир дөләт билән урушқа кириши мумкин. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.