Америка ташқи мунасивәт паалийитини күчәйтишни пиланлимақта
2007.06.21
Америка кеңәш вә авам палатаси 34 милярд америка доллири сәрп қилип, америкиниң хәлқара ярдәм пилани һәмдә ташқи дипломатийидики муһим мәсилилирини яхшилаш хизмитини күчәйтишни ойлашмақта.
" Ташқи мунасивәт паалийәтлири қанун лайиһиси" дәп аталған мәзкүр лайиһә үчүн сәрп қилинидиған мәбләғ , пүтүн йәр шаридики муһим мәсилиләр болупму, әйдизниң алдини елиш , судан дарфур районини қоғдаш вә демократийә бәрпа қилиш ишлири үчүн ишлитилидикән.
Америка дөләт мәҗлиси әзалири йәнә " ташқи мунасивәт паалийәтлири қанун лайиһәси" дә ишлитилидиған мәбләғниң америка авази радиоси вә әркин асия радиолирида қисқартилмақчи болған өзбекчә һәмдә тибәтчә аңлитишларни әслигә кәлтүрүш ролини ойнишини тәшәббус қилған шуниңдәк америка авази радиосида албан, тибәт, тайланд қатарлиқ 10 нәччә хил тилида аңлитиш тәсис қилиш пикирини оттуриға қойған.
Хәвәрләргә қариғанда, мәзкүр лайиһә америка дөләт мәҗлиси тәрипидин пәйшәнбә күни рәсмий йосунда тәстиқлинидикән. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка хитайниң өткүр һәрбий қораллар тәрәққиятиға йеқиндин диққәт қиливатиду
- "Америкиниң башқурулидиған бомба - қалқан системиси русийиниң мәнпәәтигә пайдилиқ"
- Америка кеңәш палатаси ирақтин әскәр чекиндүрүшни башлаш тоғрисида қарар мақуллиди
- Дунядики демократик һәрикәтләр уйғурларға тәсир көрситәләмду?
- Америка, сәуди вә хитай ширкәтлири бәш милярд долларлиқ енергийә келишими түзди
- Америка һәрбий әмәлдари хитайда зиярәттә болди
- Дик ченей: хитайниң сөзи билән һәрикити бирдәк әмәс
- Райис бейҗиңда кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қойди
- Кондилиза райс сәуди әрәбистани падишаси абдулла билән сөһбәтләшти