Америкиниң тәйвәндики баш әлчиханиси вәзиписидики институти бина селиш үчүн 99 йиллиқ иҗаригә қол қойди
2004.12.22
Америка һөкүмити чаршәнбә күни америкиниң тәйвәндики баш әлчиханиси вәзиписини орундаватқан тәйвәндики америка институтиға йеңи бир бина селиш үчүн тәйбейдики бир йәрни 99 йиллиқ иҗаригә алди .
Франисйә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, америкиниң бу җайни 99 йиллиқ иҗаригә алғанлиқи тәйвән- америка мунасивитидики муһим бир бурулушниң ипадиси һесаблинидикән .
Тәйвәндики америка институти сәйшәнбә күни 1979 - йилидин бири тунҗи қетим бир америка һәрбий хадиминиң мәзкур иниститутда вәзипә өтәш үчүн тәйинләнгәнликини билдүргән иди . Америка һөкүмитиниң вәзипә үстидики бир һәрбий хадимини тәйвәндики америка институтиға әвәтиш қарари, америкидин тәйвән билән болған һәрбий алақини үзүшини тәләп қиливатқан хитай һөкүмитиниң қаттиқ тәнқидигә учриған .
Тәйвәндики америка баш әлчиханиси вәзиписини орундаватқан, америка иниститутиниң рәиси даглис пулму , иҗаригә елиш келишиминиң имзалиниш мурасимида бәргән баятида, бу вәқә америка вә тәйвән хәлқлириниң мунасивитидики муһим бир көрсәткүч, диди .
Көпчиликкә мәлум болғандәк , тәйвәндики америка институти, вашингтон 1979 - йили тәйбейни ташлап , бейҗиң билән дипломатийә мунасивити орнатқандин бири америкиниң тәйвәндики баш әлчиханисиниң вәзиписини орундаватиду .
Гәрчә америка тәйвән билән дипломатик мунасвитини үзгән болсиму, лекин тәйвән билән мунасивәтләр қануниға асасән , хитайниң тәһдидигә тақабил туруш үчүн тәйвәнни қорал билән тәминлимәктә .(Қанат)