Кишилик һоқуқ мәсилиси, америка- хитай мунасивитидә тосалғулуқ рол ойнайдикән
2005.01.23
Америка һөкүмити, кишилик һоқуқ мәсилисиниң америка- хитай мунасивитиниң тәрәққиятида тосалғулуқ рол ойнаватқанлиқини билдүрди.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси ричард бавчир алдинқи күни баянат елан қилип, "хитай нурғун саһәләрдә хәлқаралиқ өлчәмләргә йеқинлашти. Америка хитайниң кишилик һоқуқ тәрәптиму хәлқаралиқ өлчәмләрни қубул қилишини үмид қилиду" деди.
У йәнә, "америка, хитайниң әң чоң екиспорт базири. Америка - хитай мунасивити нурғун саһәләрдә кеңийиватиду. Бирақ кишилик һоқуқ мәсилиси баштин - ахир америка- хитай мунасивитигә тосқунлуқ қилип келиватқан амил болмақта" дәп көрсәтти. У шундақла йәнә, америкиниң иттипақдашлириниң һәммисиниң димократийә вә кишилик һоқоққа һөрмәт қилидиған дөләтләр икәнликини тәкитлиди.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң шәнбә күни бәргән хәвиридә көрситилишичә, ричард бавчирниң хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини әйиплиши дәл америка президенти җорҗ бушниң қәсәм бериш нутуқини сөзлигән күниниң әтисигә тоғра келиду.
Җорҗ буш қәсәм бериш нутуқида, дуняниң һәр бир бурҗикигичә әркинлик вә демократийини тарқитидиғанлиқи вә дунядики зораван һакимийәтләргә хатимә беридиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән иди. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати хитайниң 2004 - йиллиқ кишилик һоқуқ вәзийитини әйиблиди
- Көп қисим америкилиқлар хитайни йәнила тәһдид һесаблайдикән
- Еванис хитайни пул қиммитини әркин тутушқа чақирди
- Америка сода министири дон иванс хитайда зиярәттә болди
- Америка билән хитай, хитайниң "бөлүнүшкә қарши қануни" ни музакирә қилди
- Америка явропа иттипақини қорал - ярақ имбаргосида агаһландурди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати, хитайниң кишилик һоқуқ паалийәтчилирини давамлиқ қолға еливатқанлиқини билдүрди