Хитай һөкүмити америкиниң димократийини илгири сүрүш һәққидики чақириқини рәт қилди
2005.01.27
Хитай һөкүмити пәйшәнбә күни баянат елан қилип, америкиниң демократийини илгири сүрүш вә кишилик һоқуқ вәзийитини яхшилаш һәққидики чақириқини рәт қилди.
Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси куң чүән баянатида, "биз демократийә вә қанун қурулуши җәһәтләрдә нурғун нәтиҗиләрни қолған кәлтүрдуқ. Башқа дөләтләрниң бизгә қандақ қилиш һәққидә әскәртиш беришиниң һечқандақ һаҗити йоқ" диди.
Америка президенти җорҗ буш чаршәнбә күни хитай рәһбәрлирини кишилик һоқуқ вәзийитини яхшилашқа чақирип, "мән хитай рәһбәрлири билән елип берилидиған келичәктики сөһбәтләрдә, өз пуқралириниң кишилик һоқуқи вә инсаний қәдир- қиммитини һөрмәт қилидиған җәмийәт қурушниң пайдисини, уларға даим әскәртип туримән" дигән иди.
Америка ташқи ишлар минситирлиқи өткән һәптә шундақла, кишилик һоқуқ мәсилисиниң америка- хитай мунасивитидики бир тосалғу икәнликини тәкитләп, хитайниң демократийини йолға қоюп, кишилик һоқуққа һөрмәт қилмиғичә, америкиниң йеқин иттипақдиши болалмайдиғанлиқини көрсәткән. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кишилик һоқуқ мәсилиси, америка- хитай мунасивитидә тосалғулуқ рол ойнайдикән
- Канада вә хитай йиллиқ кишилик сөһбитиниң даирисини кеңәйтишкә келишти
- Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати хитайниң 2004 - йиллиқ кишилик һоқуқ вәзийитини әйиблиди
- Кишилик һоқуқ тәшкилатлири канада баш министирини хитайға бесим ишлитишкә чақирди
- Көп қисим америкилиқлар хитайни йәнила тәһдид һесаблайдикән
- Еванис хитайни пул қиммитини әркин тутушқа чақирди
- Америка сода министири дон иванс хитайда зиярәттә болди