Америка вә хитайниң дөләт мудапиә әмәлдарлири бейҗиңда сөһбәт өткүзди


2005.01.31

Америка дөләт мудапиә министирлиқиниң бир вәкилләр өмики дүшәнбә күни бейҗиңда хитай һәрбий даирилири билән йепиқ сөһбәт өткүзди.

Америкиниң бейҗиңдики баш әлчиханиси гәрчә бу қетимлиқ сөһбәт мәзмунлирини һазирчә тәпсилий ашкарилимайдиғанлиқини билдүрсиму, әмма икки тәрәпниң учришишта террорчилиқ вә район бихәтәрлики мәсилилиридә тохтилиши мумкинликини мәлум қилди.

Америка бирләшмә агентлиқиниң америка дөләт мудапиә министирлиқидики бир нәпәр хадимниң сөзини нәқил кәлтүрүшичә, вашингтон һөкүмити америка-хитай һәрбий алақисиға алаһидә әһмийәт беридикән.

Америка дөләт мудапиә министирлиқиниң муавин ярдәмчи министири ричард ловлес хитайдики зияритидә йәнә, хитай азадлиқ армийисиниң баш штап башлиқи шйоң гуаңкәй билән көришидикән.

Буниңдин илгири икки дөләт арисида, явропа бирликиниң хитайға йүргүзгән қорал чәклмисини бикар қилиш, тәйвән вә иранға ядро қорал техникилирини сетиш қатарлиқ бир қатар мәсилиләрдә ихтилаплар көрүлгән иди.(Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.