Президент буш ху җинтав билән телефонда шималий корийә вә тәйвән қатарлиқ мәсилиләрни музакирә қилди
2005.05.06
Америка президенти җорҗи буш пәйшәнбә күни хитай дөләт рәиси ху җинтав билән телефонда сөзлишип, шималий корийә ядро қораллар мәсилисидики әндишилирини шундақла бу йолдики 6 дөләт сөһбитини қоллайдиғанлиқини билдүргән. Ақ сарай, икки дөләт рәһбириниң телефон сөһбити шималий корийә, тәнвән мәсилиси шундақла иқтисади вә сода мәсилилиригә четилғанлиқини билдүрди.
Ақ сарайниң баянатчиси миклилан, " корийә йерим арилини ядросизлаштуруш йолида давамлиқ һәмкарлишидиғанлиқини тәкитлигән икки рәһбәр, шималий корийә мәсилиси пәвқуладдә әндишә яритиватқанлиқини тилға алди" дәп көрсәтти.
Хитай һазирға қәдәр шималий корийә 6 дөләт сөһбитиниң үч қетим саһипханлиқини қилди. Әмма америка хитайниң шималий корийини сөһбәт үстилигә қайтуруп келиш йолида йитәрлик күч чиқишқа ундимәктә.
Бу арида японийиниң "санкей шимбун" гезити, японийә билән америка шимали корийә ядро қораллар мәсилисини хәвпсизлик кеңишиниң музакирисигә қоюш үчүн тәйярлиниватқанлиқини хәвәр қилди. Миклиланниң ашкарилишичә, ху җинтав тәйвәндики гоминдаң рәиси лйән җәнниң хитайда елип барған йеқинқи зиярити тоғрисида мәлумат бәргән. Әмма миклилан, "президент буш рәис ху җинтавни тәнвәнниң сайланған рәһбири чен шүйбйән билән сөһбәт өткүзүшкә үндиди," дәп көрсәтти.
Америкиниң муавин ташқи ишлар министири зулейк, бейҗиң даирилириниң чен шүйбйәнгә қарши мәйдандики үктичиләрни күтүвелиши, тәйвәндә ички парчилинишни пәйда қилиши мумкин, дәп агаһландурди. (Әркин)