Райис, америкиниң хитай билән болған мунасивитидә "мурәккәп амиллар" ниң барлиқини билдүрди


2005.06.06

Америка ташқи ишлар министири кондилиза райис хитайниң һәрбий қурулуши вә малийә- сода сиясәтлиригә әндишә билән қараватқанлиқини билдүрди.

Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң дүшәнбә күнидики хәвиригә қариғанда, кондилиза райис америка- хитай мунасивитиниң асасән яхши икәнликини, бирақ икки тәрәп мунасивитидә "мурәккәп амиллар" ниң барлиқини көрсәтти.

У, хитайниң һәрбий қурулушни күчәйтиватқанлиқини нәзәрдә тутуп, яврупа бирликиниң хитайға қаратқан қорал сетип бәрмәслик чәклимисини бикар қилишиға қәтий қарши туридиғанлиқини қайта тәкитлиди. Әмма шуниң билән бир вақитта, хитайниң шималий корийә ядро киризисини һәл қилиш вә " террорчилиққа қарши көрәш" тә америка билән һәмкарлашқанлиқини қарши алидиғанлиқини билдүрди.

Хәвәрдә ейтилишичә, униң бу сөзи, буш һөкүмитиниң хитайға қаттиқ бир позитсийидә болидиғанлиқиниң сигнали икән. Буниң алдидила америка дөләт мудапиә министири доналд рамисфилд,хитайниң һәрбий тәрәққиятиниң асиядики һәрбий тәңпуңлиққа тәһдид елип кәлгәнликини көрсәткән.

Рамисфилд шәнбә күни асия бихәтәрлик йиғинида қилған сөзидә, хитайниң дуняниң нурғун җайлириға һоҗум қилалайдиған башқурилидиған бомбини тәрәққий қилдуруватқанлиқини билдүрүп, һечқандақ дөләт хитайға тәһдид салмиған шараитта, хитайниң һәрбий күчини тез тәрәққий қилдурушидики мәқситиниң кишини гуманға салидиғанлиқини көрсәткән.

Рамисфилд йәнә, хитайда пуқраларниң сиясий әркинликиниң кәмчилликини билдүрүш билән биллә, хитайниң, кәлгүсидә чоқум диктатурлуқ вә илғарлиқ оттурисида таллашқа дүч келидиғанлиқини агаһландурған. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.