Америка хитайдики сиясий өктичиләргә көңүл бөлмәктә
2005.11.20
Америка президенти җорҗ в буш хитайға зиярәткә келиштин бурун, хитай даирилири бир қисим сиясий өктичиләрни тутқун қилған болуп, америка ташқи ишлар министири кондолиза райс йәкшәнбә күни америка һөкүмитиниң бу әһвалға йеқиндин көңүл бөлидиғанлиқини билдүрди.
Франсийә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, буш билән биргә хитайда зиярәттә боливатқан кондолиза райс бейҗиңда мухбирларға, америкиниң чоқум сиясий өктичиләрниң тутқун қилиниш вәқәсигә болған әндишисини хитайға ипадиләйдиғанлиқини ейтқан. У йәнә, мунасивәтлик америка әмәлдарлириниң бейҗиң һөкүмитидин бу вәқәгә чүшәндүрүш беришни тәләп қилидиғанлиқини һәмдә америкиниң бу мәсилидики ениқ мәйданини оттуриға қойидиғанлиқини билдүргән.
Мәзкур агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай даирилири буш хитайға келиштин бир қанчә күн бурун, аз дегәндә 10 нәччә сиясий өктичи вә паалийәтчини тутқун қилған вә бәзилирини өйдә назарәткә алған.
Кондолиза райс сөзидә йәнә, бу йил 9 -айда америка һөкүмитиниң хитайға бир қисим кишилик һоқуқ мәсилилирини оттуриға қоюп өткәнликини һәмдә вашингтонниң бейҗиң һөкүмитиниң бу мәсилидики ипадисидин үмидсизләнгәнликини билдүрүп, хитайниң кишилик һоқуқ мәсилисини һәл қилиш үчүн йәнә узун мәзгил кетидиғанлиқини, шуңа хитай билән бу мәсилидики сөһбәтни тохтитип қоюшқа болмайдиғанлиқини тәкитлиди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка әдлийә министири хитайни зиярәт қилди
- Кишилик һоқуқ тәшкилати президент буштин кишилик һоқуқни муһим мәсилиләр қатарида оттуриға қоюшни тәләп қилди
- Буш билән ро му- хюн, корийә уруш тохтитиш келишими орниға тинчлиқ келишимини дәсситишкә қошулди
- Буш хитай һөкүмитини хәлққә техиму көп әркинлик беришкә чақирди
- Президент буш асиядики зияритини башлиди