Америка малийә министири паулсон хитайни зиярәт қилди


2007.07.30

Америка малийә министири паулсонниң 4 күн давамлишидиған хитай зиярити йәкшәнбә күни рәсмий башланди. Паулсенниң бу зиярити америка дөләт мәҗлисидә хитай хәлқ пулиниң қиммити, хитай - америка содисидики қизил рәқәм вә хитай маллириниң бихәтәрлик мәсилиси җиддий наразилиқ қозғаватқан бир мәзгилдә елип берилмақта.

Паулсен бу сәпиридә хитай рәһбәрлири билән хәлқ пулиниң қиммити, муһит мәсилиси қатарлиқ темиларда сөһбәт елип бариду. У зияритиниң тунҗи күни хитайниң чиңхәй өлкиси шиниң шәһиригә йетип берип, бу йәрдә чиңхәй көлини көздин кәчүрди. Чиңхәй көли қуш зукам вируси байқалған тәбий қоғдаш районлириниң бири болуп, бу җай б д т ниң сәһийә органлири тәрипидин тәкшүрүлгән. Хитай даирилири чиңхәй көлидә муһит қоғдаш түрлирини йолға қоймақта. Буниңдин сирт паулсон сәйшәнбә күни бейҗиңда хитай дөләт рәиси ху җинтавни өз ичигә алған юқири дәриҗилик хитай рәһбәрлири учришип, хитай - америка иқтисади һәмкарлиқидики истиратегийилик мәсилиләр үстидә сөһбәт елип бариду.

Америка ‏- хитай содисида америкиниң сода қизил рәқими пәвқуладдә юқири болғанлиқтин, америка хитайни адаләтсиз сода риқабәт муһити пәйда қилиш билән әйиблимәктә. Паулсенниң хитай зияритиниң муһим күнтәртиплиридин бири, хитай даирилирини хәлқ пулиниң қиммитини базар арқилиқ тәңшәшкә қайил қилиштин ибарәт. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.