Америка палата әзалири хитай рәиси ху җинтавға имзалиқ хәт йоллиди
19-Сентәбир америка дөләт мәҗлиси әзаси трен фанкс қатарлиқ 33 нәпәр палата әзаси имза қоюп, хитайда түрмидә йетиватқан кишилик һоқуқ паалийәтчиси чен гуаңчеңни қоюп беришкә қистап вә хитайниң вәйран қилиш характеригә игә пиланлиқ туғут сияситигә қарита нәзәр ағдурушқа дәвәт қилип, хитай рәиси ху җинтавға мураҗиәтнамә йоллиған.
Мураҗиәтнамиға америка дөләт мәҗилисиниң ғоллуқ әзалиридин трент фанкс, том лантос, франк волф, җов питтс қатарлиқлар имза қойған.
Мураҗиәт намида мундақ дейилгән: ”яшаш һоқуқи болса инсан һәқлириниң әң негизлик тәрипи болуп, чен әпәндиниң шу хил һоқуқни тинч йосунда қоғдаш һәрикитиниң җазаға тартилиши, хитай һөкүмитиниң инсанниң қәдир-қиммитигә интайин төвән өлчәм қойидиғанлиқини әкс әттүрсә вә йәнә хитай һөкүмитиниң чен әпәнди мәсилисини һәл қиштики чарисизлиқи, хитайда башқа әқәллий әркинликләрниңму қәдирсиз икәнликини көрситип турупту.“
Чен гуаңчең 2006 - авғустта ”қатнаш тәртипини қалаймиқан қилиш“ җинайити билән 4 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған. У болса бир әма киши болуп, һазирға кәлгүчә хитайниң пиланлиқ туғут сияситиниң далдисида йәрлик һөкүмәтләр елип барған мәҗбурий бала алдуруш, қисирлаштуруш қилмишлириниң қурбанлириға айланған аддий кишиләрниң һоқуқи үчүн чекинмәй күрәш қилип келиватқан иди.
Кишилик һоқуқни қоғдашта 25 йил изчил күрәш қилип кәлгән америка дөләт мәҗлис әзаси франкс әпәнди, коммунистик мустәбит һөкүмәтләрниң бесими астида зиянкәшликкә учриған аяллар, балилар, аз санлиқ милләтләрниң һоқуқини қоғдаш үчүн әзәлдин һармай хизмәт қилип кәлгән.
Өткән бәш йил мабәйнидә франкс әпәнди йәнә, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханимниң балилириниң қолға елиниши қатарлиқ бир қатар мәсилиләргә йеқиндин көңүл болуп кәлгән иди. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка һөкүмәт вәкиллири оттура асиядики уйғурлар мәсилсини оттуриға қойди
- Хитай америкиниң диний әркинлик доклатидики баянларни рәт қилди
- Америка диний әркинлик комитети хитайни әйиблиди
- Германийә баш минситири, хитай зияритидә кишилик һоқуқ мәсилсини оттуриға қоймақчи
- Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати хитайни ахбарат әркинликини вә кишилик һоқуқни бастуруш билән әйиблиди
- Америка, тинч окян районида һәрбий маневир өткүзмәкчи
- Америка - хитай оттурисидики учур тәңсизлики қатарлиқ мәсилиләр америкиниң бихәтәрликигә тәсир йәткүзмәктә
- Америка малийә министири паулсон хитайни зиярәт қилди
- Америка ташқи мунасивәт паалийитини күчәйтишни пиланлимақта
- Кишилик һоқуқ кеңиши:дөләтләрниң кишилик һоқуқ хатирисини тәкшүрүштә йеңи қанун лайиһиси мақуллиди