Америка хитайни чегра биҗи билән җазалашни оттуриға қойди
2007.03.30
Бирләшмә агентлиқиниң вашингитондин бәргән хәвиридин мәлум болушичә, буш һөкүмити, хитай сода мунасивити җәрянида көрүлгән қизил рәқәмгә тақабил туруш бесимиға дуч кәлгән. Җүмә күни америка һокүмити америкиниң қәғәз ишләпчиқиридиған ширкәтлирини қоғдаш үчүн, хитайға қарита иқтисади җаза қоллиниш пиланини оттуриға қойди.
23 Йилдин бири америка хитайға қарита хитай игиликини база игилики әмәс дәп муамилә қилған сода сиясити йүргүзүп кәлгән иди.
Америка сода министири карлос гутррәз мундақ дәйду, "хитайниң иқтисади тәрәққи қилип, бизниң хитай билән сода қилиш җәһәттә йәнә ярдәмчи васитиләрни қолланмисақ болмайдиған дәриҗигә йәтти. Бугүнки хитай бир нәччә йил илгирики хитай әмәс. Хитай тәдриҗи тәрәққи қилди шуңа америка-хитай сода алақисида америкиниң адил муамилигә учришиға капаләтлик қилидиған вастилиримиздиму өзгириш болди".
Буниңда, хитай һөкүмити оз ширкәтлиригә беридиған һөкүмәт ярдимигә қарши җаза қоллиниш үчүн хитайдин импорт қилинидиған парқирақ қәғәзгә қоюлидиған чегра баҗ нисбитини 10.9 Пирсәнттин 20.4 Пирсәнткә өстүрүш оттуриға қоюлған. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- 2006 - Йили америка билән хитай оттурисидики содида қизил рәқәм йәнә өрлиди
- Америка хитайға қаритилған експорт сода чәклимисини күчәйтишкә башлиди
- Хитай - америка иқтисади сөһбитидә асасий ихтилаплар һәл болмиди
- Америка хитайни иқтисадий ислаһат мәсилисидә қаттиқ әйиблиди
- Хитайдики сахта маркилиқ мал америка -хитай сода мунасивитигә еғир тәсир йәткүзмәктә