Америка билән японийиниң бихәтәрлик баянати хитайни нишанлиған
2004.12.22
Америка билән японийә келәр йили 2 - айда икки тәрәпниң һәрбий һәмкарлиқини күчәйтидиған бихәтәрлик баянатини елан қилидиған болуп, бу асия-тинч окян райониниң бихәтәрликигә тәһдит болған хитай билән шималий корийигә қарши турушни мәқсәт қилидикән.
Ройтерс ахбарат агентлиқиниң билдүрүшичә, японийидә чиқидиған " нихон кейзай шимбун" гезити хәвиридә, америка билән японийиниң мәзкур һәрбий келишимидә, хитайниң һәрбий тәйярлиқлирини шиддәт билән ашурушни вә шималий корийиниң ядро қораллирини тәрәққий қилдуришиға охшаш асия-тинч окян районидики йеңи тәһдитләрни йиғинчақлайдиғанлиқини билдүргән.
японийә дөләт мудапиә министирлиқиниң мушу айда оттуриға қойған хитайни пәрәздики дүшмән дәп қараш нәзирийиси хитайниң күчлүк ғәзивини қозғиған болуп, америка билән японийә елан қилмақчи болған мәзкур бихәтәрлик баянатнамиси хитайни техиму ғәзәпләндүридиғанлиқи мөлчәрләнмәктә.
Хәвәрдә мәлум болишичә, америка билән японийиниң ташқи ишлар вә дөләт мудапиә әмәлдарлири пат арида бихәтәрлик сөһбити елип барғандин кейин, келәр йили 2 - айғичә икки тәрәп һәрбий һәмкарлиқни техиму күчәйтидиған вә бихәтәрлик ғайисини қайта бекиткән асаста йеңи келишим һасил қилидикән. ( Пәридә )
Мунасивәтлик мақалилар
- Токйо шәһириниң башлиқи хитайни әйиплиди
- японийә мудапиә сияситини өзгәртти
- японийә һөкүмити хитай парахотлириниң японийә деңиз тәвәликигә киришигә қаршилиқ билдүрди
- японийә хитайға бериватқан ярдәм түрини тохтитидиғанлиқини билдүрди
- Русийә президенти путин, русийә японийә билән тинчлиқ сөһбитигә тәйяр деди
- японийә хитай су асти парахотиниң җасуслуқ һәрикити мунасивити билән бейҗиңға наразилиқ билдүрди
- японийә хитайниң мөлчәрдики дүшмән икәнликини ейтти
- япунийә һөкүмити уйғур елиниң давалаш ишлириға ианә бәрди
- Токйо шәһәр башлиқи, хитай японийә бихәтәрликигә тәһдит дәп көрсәтти
- японийә ички кабинет әзалири ясукуни қәбристанлиқини зиярәт қилди