Америка явропа иттипақини қорал - ярақ имбаргосида агаһландурди


2004.12.24

Америка һөкүмитиниң юқири дәриҗилик бир әмәлдари, әгәр явропа иттипақи хитайға қаритилған 15 йиллиқ қорал - ярақ имбаргосини бикар қилса, америка билән чоң сүркилиш келип чиқишқа тәвәккул қилған болиду, дәп агаһландурған.

Әнгилийидә чиқидиған " пул - муамилә вақти" гезитиниң хәвәр қилишичә, америка һөкүмити әгәр явропа иттипақи имбаргони бикар қилса, америкиниң явропа мудапиә санаитидики һәрбий техникисини тоңлитидиғанлиқи һәққидә тәһдит салған. " Пул - муамилә вақти " гезитиниң нәқил кәлтүрүшичә, америка дөләт мудапиә министирлиқиниң исмини ашкарлашни халимайдиған юқири дәриҗилик бир әмәлдари, "улар хитайларниң америкилиқларни техиму үнүмлүк түрдә өлтүрүшигә ярдәм қилиш мәсилиси бойичә сөһбәт елип ериватиду" дәп көрсәткән.

"Пул - муамилә " гезити юқириқи әмәлдарниң "бу явропалиқлар қилишқа тегишлик иш әмәс," дәп агаһландурғанлиқини илгири сүрди. явропа иттипақи бу айниң башлири, хитайға қаритилған имбаргониң йеқин кәлгүсидә бикар қилинидиғанлиқидин бишарәт бәргән.

Хитайға қаритилған имбаргони бикар қилиш, америка вә хәлқара кишилик һоқуқ органлириниң қарши турушиға учриған иди. " Пул - муамилә вақти" гезитиниң билдүрүшичә, әгәр америка явропа мудапиә санаитини техника билән тәминләшни тохтатса, әнгилийиниң баә сестимиси шундақла ролс- ройс қатарлиқ ширкәтлири еғир зәрбигә учрайдикән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.