Хитай диктатор дөләтләргә қорал сетиватиду
2006.06.12
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати, дүшәнбә күни бир доклат елан қилип, хитай һөкүмитини содан вә бирма қатарлиқ кишилик һоқуқни дәпсәндә қиливатқан дөләтләр билән болған иқтисадий вә сиясий мунасивәтлирини күчәйтиш үчүн, мәзкур дөләтләргә қорал сетип бериватиду дәп, әйиблиди.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң доклатида, содан, нипал, бирма қатарлиқ дөләтләрниң хитай қораллирини ишлитиш арқилиқ, миллий вә демократик һәрикәтләрни қандақ бастуруватқанлиқи, кишилик һоқуқни қандақ дәпсәндә қиливатқанлиқи испатлиқ пакитлар билән оттуриға қоюлған.
Лекин хитайниң ташқи ишлар ярдәмчи минситири лий хуй бейҗиңда өткүзүлгән мухбирларни күтүвилиш йеғинида, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң әйибләшлирини рәт қилип, хитай һөкүмитиниң хәлқара килишимләргә қаттиқ риайә қилип келиватқанлиқини илгири сүрди.
1990-Йиллардин бери, хитай һөкүмити чәт дөләтләргә қорал сетиш мәсилсидә йеңи қаидә- принсиплар бекитип, қорал икспорт қилған дөләтләрдин бу қоралларни пәқәт өзини мудапиә қилиш үчүн ишлитилиши керәкликини, районниң тинчлиқи вә муқимлиқиға тәһдит қилмаслиқи керәкликини тәләп қилғанлиқини билдүрди.
Әмма хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң ейтишичә, хитай һөкөмити тәрипидин йолға қойолған қаидә- принсиплар ениқ әмәс икән һәмдә хитай һөкүмити өзи йолға қойған бу қаидиләргә һечқачан әмәл қилмиған. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати йиллиқ доклат елан қилди
- Дарфур вәзийити вә җоңго
- Хитай әң көп өлүм җазаси иҗра қилидиған дөләтләр қатарида хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати тәрипидин әйибләнди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитайни кишилик һоқуқ паалийәтчилирини қоюп беришкә чақирди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати ху җинтавниң испанийидики зияритигә қарши намайиш өткүзидиғанлиқини елан қилди