Җорҗ буш билән ху җинтав APEC башлиқлириниң йиғинида учрашти


2007.09.06

Америка президенти җорҗ буш билән хитай дөләт рәиси ху җинтав , пәйшәнбә күни австралийиниң сидней шәһиридә өткүзүлгән асия ‏- тенч окян һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләт башлиқлириниң , алий дәриҗилик йиғинида учрашти.

Әнгилийә б б с радио - телевизийә ширкитиниң хәвиридә көрситилишичә, ху җинтав америка президенти бушниң тәйвән мәсилисидә тутқан позитсийисиниң қәтий икәнликини , бушниң тәйвәнниң һазирқи һаләтни өзгәртишкә қарши икәнликини билдүргән.

Әмма президент буш, мухбирларни күтүвалғанда, тәйвән мәсилиси, тәйвәнниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза болуш мәсилиси һәққидә һечқандақ ипадә билдүрмигән.

Президент буш мухбирларға: бу қетимқи учришишта, өзиниң ху җинтав билән хитай пулиниң обороттики қиммити, хитайда өктичиләрниң бастурулуши, тибәт мәсилиси, иран, судан вә корийә мәсилилири үстидә тохталғанлиқини, әмма бу мәсилиләрдә ху җинтав билән ортақ бир пикиргә келәлмигәнликини билдүргән. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.