Пакистандики йәр тәврәштә 20 миңға йеқин киши қаза қилди
2005.10.09
Җәнубий асияда йәни һиндистан билән пакистанниң шималий қисмида шәнбә күни йүз бәргән чоң йәр тәврәш , аз дегәндә 19 миң 5 йүз кишиниң җениға замин болди. Мутәхәссисләр бу қетимлиқ йәр тәврәшниң йүз йилдин буянқи әң күчлүк йәр тәврәш һесаблинидиғанлиқини билдүрди.
Америка бирләшмә агентлиқиниң мәлум қилишичә, бу йәр тәврәшниң дәриҗиси 7.6 Балға йәткән болуп, йәр тәврәш асаслиқи пакистанниң контроллуқидики кәшмир районида йүз бәргән. Лекин һиндистан тәрәпму 600 гә йеқин кишиниң бу йәр тәврәш апитидә қаза қилғанлиқини билдүрмәктә.
Пакистан президенти пәрвәз мушәррәф дәрһал хәлқарадин ярдәм тәләп қилип, уларниң һазир дора, чедир, тик учар айропилан вә иқтисадий ярдәмгә җиддий еһтияҗлиқ икәнликини билдүрди.
Бу арида һәр қайси дөләтләр пакистанға ярдәм қилиш ишлирини башлап, америка, японийә, тайланд, германийә вә авистралийә һөкүмәтлири пакистанға 870 миң америка доллири ярдәм қилидиғанлиқини җакарлиди. Исламабад даирилириниң билдүришичә, хитай һөкүмити пакистанға 6 милйон америка доллири ярдәм қилишқа вәдә бәргән.
Хәвәргә қариғанда, йәр тәврәш сәвәбидин пакистанға қарашлиқ бу кәшмир районидики он нәччә йеза-кәнт пүтүнләй түзлинип кәткән. Шундақла өлгәнләрниң көпинчиси деһқанлар, һәрбийләр вә мәктәп балилири икән. Буниңға қошулуп тағ серилиш түпәйлидин бу йәрдики асаслиқ қатнаш йоллири тосулуп қалғачқа, бу әһвал қутқузуш хизмәтлирини техиму қийинлаштурған. (Пәридә)