Пәләстин рәһбири ясир арафат рамаллаға дәпнә қилинди
2004.11.12
Пәләстин рәһбири ясир арафатниң мейити мисир пайтәхти қаһирәдики дәпнә мурасимидин кейин, җүмә күни пәләстингә елип келинди. Униң мейити шу күни миңлиған он миңлиған пәләстин хәлқиниң көз яшлири ичидә дәпнә қилинди.
ясир арафатниң җиназа намизи қаһирәдики бир һәрбий лагирниң мәсчитидә чүшүрүлгән. Униң җиназа намизиға әнгилийә ташқи ишлар министири җәк страв, германийә ташқи ишлар министири җешка фишер, франсийә ташқи ишлар министири майкел барнер, америка ташқи ишлар ярдәмчиси вилям бернс, һиндинозийә президенти бамбаң юдийону, түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоған, сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадә абдуллалар, мисир президенти мубарәкләрни өз ичигә алған көп сандики чәтәл рәһбәрлири иштирак қилди.
Қаһирәдики җиназа намизидин кейин рамаллаға елип келингән ясир арафатниң мийити, униң рамалладики қарар гаһиниң бағчисиға дәпин қилинди. Миңлиған - онмиңлиған пәләстин хәлқи мусибәт вә көз яшлири ичидә " абу аммар" дигән нам билән тонулған ясир арафатни мусибәт билән ахирәткә узатти. ясир арафат әсли мийитиниң қуддус шериптики әл-ақса мәсчитигә дәпин қилинишини үмит қилған. Әл- ақса, һәзрити рәсулилланиң мираҗ мөҗизиси йүз бәргән муқәддәс макан. Бирақ исраилийә ясир арафатниң бу йәргә дәпин қилинишини қобул қилмиди.Ясир арарфат пәйшәнбә күни франсийидики бир һәрбий дохтурханида вапат болған иди. (Әркин)