Японийә хитайниң талаш- тартиштики деңиз территорийисини ечишиға қаршилиқ билдүрди
японийә ташқи ишлар министирлиқи чаршәнбә күни баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң шәрқий җуңго деңизидики талаш тартиштики районда тәбиий газ қезишқа башлиғанлиқиға наразилиқ билдүрди.
Ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчисиниң билдүришичә, японийә тәрәп хитайниң токйода турушлуқ әлчиханисиға етираз билдүрүп, хитайниң өз алдиға бу раюнда тәбиий газ ачқанлиқидин әпсуслинидиғанлиқини ейтқан һәмдә хитай һөкүмитидин буни дәрһал тохтитишни тәләп қилған.
Һалбуки, бейҗиң, хитайниң шәрқи билән токйониң җәнубидики окинава арили арисидики раюнда тәбиий газ қазғанлиқини инкар қилмақта.
Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси чиңгаң хитайниң шәрқий деңиздики тәбий газ вә нефит канини ечишқа башлиғанлиқи һәққидики хәвәрни ениқлимиған. Әмма у хитайниң шәрқий җуңго деңизидики талаш - тартиштики раюнлар һәққидә японийә билән сөһбәт өткүзүшни халайдиғанлиқини билдүргән.
Хитай билән японийиниң шәрқий җоңго деңизида чегра ихтилаби бар болуп, иккила дөләт тәбиий байлиққа мол болған шәрқий деңиздики қсимән раюнниң игилик һоқуқини талашмақта. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һиндонезийә деңиз армийиси хитай белиқчи парахотиға оқ чиқарди
- японийә мудапиә қисимлири хитай уруш парахотлирини тосиди
- японийә 2005 - йиллиқ дөләт мудапиә ақ ташлиқ китабини елан қилди
- Хитай, японийиниң шәрқий деңизда тәбиий газ қезишни тохтитиш тәклипини рәт қилди
- ясикуни бузрукгаһини зиярәт қилиш мәсилиси хитай - японийә мунасивитидә көңүлсизлик яратти