Хәлқара ахбарат җәмийити һәр қайси дөләтләрни мәтбуат органлириниң паалийитигә қол тиқмаслиққа чақирди


2005.05.03

Хәлқара ахбарат җәмийити дүшәнбә күни 15 - нөвәтлик дуня ахбарат күни мунасивити билән баянат елан қилип, һәр қайси дөләт һөкүмәтлирини мәтбуат вә ахбарат органлириниң паалийитигә қол тиқмаслиққа чақирди. Хәлқара ахбарат җәмийитиниң баянатида, "һәр қайси дөләт һөкүмәтлириниң шу дөләтләрдики ахбарат органлириниң паалийитигә қол тиқиш ғәризи бар. Әң муһими һөкүмәтләр ахбарат - мәтбуат паалийәтлиригә қол тиқиш ғәризидин ваз кечиш," дәп көрсәткән.

Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хәлқара ахбарат җәмийити хитай, берма, непал, зимбабуви қатарлиқ дөләтләрни ахбарат контроллуқи әң қаттиқ дөләтләр дәп атиған.

Хәлқара ахбарат җәмийити, юқири әлләрни һөкүмәт органлири йеңи мәлуматлар елан қилмайдиған, министирлар мухбирларниң зияритини қобул қилиштин қачидиған, һәттә бәзи мухбирларниң ахбарат елан қилиш йиғиниға қатнишишини чәкләйдиған дөләтләр, дәп көрсәткән.

Хәлқара ахбарат җәмийитиниң бу йил 3 - айда елан қилған доклатида, 2004 - йили дуня бойичә 78 нәпәр мухбирниң өлгәнликини җакарлиған. Мәркизи париждики чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң ашкарилишичә, өткән йили дуня бойичә 107 нәпәр мухбир қолға елинған болуп, қолға елинған мухбирларниң аз кәм 30 нәпири хитайдикән.

Хитай һөкүмити өткән йили қәшқәрлиқ ихтияри мухбир абдуғени мәмтиминни, шәрқий түркистан учур мәркизигә хәвәр йоллиғанлиқи сәвәбидин қолға алған иди.(Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.