Мухбирларни қоғдаш тәшкилати хитайни әйиблиди
2006.01.27
Мәркизи ню - йорктики "хәлқара мухбирларни қоғдаш" тәшкилати җүмә күни баянат елан қилип, хитай даирилири тәрипидин " фуҗув гезити" ниң мухбири ли чаңчиңға 3 йиллиқ қамақ җазаси берилгәнликини әйиблиди шундақла ли чаңчиңни дәрһал қоюп беришни тәләп қилди.
Хитай даирилири ли чаңчиңға чәтәл тот бәтлирини " дәккә - дүккигә салидиған учурлар" билән тәминлигәнлики үчүн қамақ җазаси һөкүм қилған. У өткән сәйшәнбә күни фуҗувдики бир оттура хәлқ сот мәһкимиси тәрипидин 3йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинди. Линиң адвукати мо шавпиңниң франсийә ахбарат агентлиқиға әскәртишичә, тәптиш даирилири уни " хата вә дәккә дүккигә салидиған учурлар" ни тарқитиш билән әйиблигән.
Мухбирларни қоғдаш комитетиниң иҗраийә дриктори анн коппер, " бу қорқунчлуқ вә адаләтсизләрчә җазалаш ' дәйду. У баянатида линиң " дәрһал вә шәртсиз қоюп берилишини" тәләп қилди. Мо шавпиңниң франсийә ахбарат агентлиқиға ашкарилишичә, ли чаңчиң хуаң җинго һәққидә мақалә язғандин кейин тәкшүрүлүшкә башлиған.
Хиянәтчиликкә қарши турған компартийә кадири хуаң җинго, өткән йили 11 - айда хиянәтчилик билән әйиблинип муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған иди. Мухбирларни қоғдаш тәшкилатиниң илгири сүрүшичә, хитай дуня бойичәмухбир вә жорналистлар әң көп түрмигә соланған дөләт икән. Мухбирларни қоғдаш комитети хитайни " интернет дүшмини", дәп елан қилған.
Хитай даирилири өткән йили " қәшқәр әдибияти" ниң баш муһәррири күрәш һүсәйинни нурмуһәммәт ясинниң " ява кәптәр" намлиқ әсирини елан қилғанлиқи сәвәбидин 3 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған иди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- "Чегрисиз мухбирлар тәшкилати" хитайни әйиблиди
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң җав йәнгә мукапат бәргәнлики хитай һөкүмитини ғәзәпләндүрди
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати: шинхуа агентлиқини дуняниң әң чоң тәшвиқат аппарати
- Хитай ахбарат әркинликидә дуня бойичә арқидин саниғанда 9 - орунда туриду
- Дисний ширкити хитайниң мәтбуат бәлгилимилиридин нарази болмақта