Явропа бирлики хитайниң чәтәл учулирини чәкләйдиған йеңи бәлгилимисини тәнқит қилди
2006.09.11
'Америка бирләшмә агентлиқи'ниң белигийиниң пайтәхти бросселдин хәвәр қилишичә, явропа бирлики 11 - сентәбир күни хитай даирилириниң чәтәл учур вастилири тарқатқан учурларни чәкләйдиған вә контрол қилидиған йеңи бәлгилимә чиқарғанлиқини қаттиқ тәнқит қилған. явропа бирликиниң баянатчиси җоһанес лайтенбург әпәнди 'бейҗиң һөкүмитиниң чәтәл учурлирини чәкләйдиған йеңи бәлгилимә чиқарғанлиқи хитай- явропа мунасивитидә сәлбий рол ойнайду' дәп көрсәткән.
Хәвәдә баян қилинишичә, явропа бирлики 10 - ай ичидә хитай билән өткүзидиған яврупа -хитай кишилик һоқуқ сөһбитидә бу мәсилини рәсмий оттуриға қойидикән. (Вәли)
©
2006 Radio Free Asia
Мунасивәтлик мақалилар
- явропа парламенти хитайға йүргүзүлгән қорал - ярақ имбаргосини давамлаштурушни тәләп қилди
- Хитай явропа бирликидин қорал имбаргосини бикар қилишни тәләп қилди
- Хитай сингапор "боғаз вақти гезити" ниң мухбирини 5 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилди
- Чең шяңни сотлаш тамамланди, лекин сот һөкүми елан қилинмиди