Явропа иттипақи хитайниң йеңи мәтбуат бәлгилимисини тәнқид қилди
2006.09.12
Хитай һөкүмити чәтәл мәтбуатлириниң ахбарат паалийитини чәкләйдиған йеңи бәлгилимә чиқарғандин кейин, явропа иттипақи бейҗиң даирилириниң бу һәрикитини әйиблиди.
явропа иттипақиниң баянатчиси җоһаннес лейтинбергер, хитайниң йәкшәнбә күни елан қилған вә чәтәл мәтбуатлириниң хитай ахбарат базириға киришини чәкләйдиған йеңи бәлгилимә" һәқиқи түрдә әндишимизни қозғимақта " дәп көрсәтти.
Лейтинбергерниң әскәртишичә, явропа комитети буни хитай - явропа мунасивитидики " сәлбий тәрәққият" дәп қариған. У, бу мәсилиниң хелсинкий йиғинида музакирә қилинғанлиқини вә явропа иттипақиниң хитайларға " биз бу хил чәклимигә қарши турумиз " дәп тәкитлигәнликини әскәртти.
Лейтинбергерниң ашкарилишичә, бу мәсилә бу йил 10 - айда бейҗиңда өткүзүлидиған хитай - явропа иттипақи кишилик һоқуқ йиғинида музакирә қилинидикән. Йеңи бәлгилимидә чәтәл мәтбуатлири хитайда хәвәр, рәсимлик хәвәр вә шуниңға мунасивәтлик нәрсиләрни елан қилмақчи болса, шинхуа ахбарат агентлиқиниң рухситини елиш тәләп қилинған.
Йеңи бәлгилимә бойичә "хитайниң иқтисади, иҗтимаий тәртипи вә җәмийәт муқимлиқини бузудиған хәвәрләр" чәклинидикән. Финландийә ташқий ишлар министири еркки томйоҗа хитайниң бу йеңи бәлгилимисини тәнқид қилди. Лекин хитай ташқий ишларминистирлиқи баянатчиси чин гаң, " бу бәлгилимә чәтәл мухбирлириниң олимпик йиғини җәрянидики ахбарат паалийитигә қаритилмиған " дәп көрсәтти. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ху җинтавниң уйғур аптоном райониға барғанлиқини шинхуа агентлиқи 5 күндин кейин хәвәр қилди
- явропа бирлики хитайниң чәтәл учулирини чәкләйдиған йеңи бәлгилимисини тәнқит қилди
- явропа парламенти хитайға йүргүзүлгән қорал - ярақ имбаргосини давамлаштурушни тәләп қилди
- Хитай явропа бирликидин қорал имбаргосини бикар қилишни тәләп қилди
- Хитай сингапор "боғаз вақти гезити" ниң мухбирини 5 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилди