Чегрисиз мухбирлар тәшкилати наразилиқи билдүрүш паалийити елип барди
2007.08.06
6 - Авғуст дүшәнбә күни бейҗиңда, хитай һөкүмити 2008- йиллиқи бейҗиң олимпикидин бурун вәдә қилған ахбарат әркинлики бәрмиди, дәп әркин мәтбуат тәрғибатчи тәшкилати наразилиқи билдүрүш паалийити елип барди. Әмма хитай сақчилири паалийәт мәйданға кәлгән мухбирларни қамал қилди.
Мәзкур наразилиқ паалийити, хәлқара олимпик комитети президенти җәкуис роҗҗиниң бейҗиң зиярити җәрянида елип берилған.
Чегрисиз мухбирлар тәшкилати әзалиридин тәшкил тапқан наразилиқ билдүргүчиләр, койза-кишәнләрдин ясалған олимпик чәмбирики чүшүрүлгән майкиларни кийишип, бейҗиң олимпик пилан комитетиниң алдидики пиядиләр көврикидә намайиш қилди.
Баш штаби париж шәһиригә җайлашқан чегрисиз мухбирлар тәшкилат, хитай олимпиккә саһибхана болуш һоқуқни қолға кәлтүрүш алдида, ахбаратни әркин қоюветиш тоғрисида бәргән вәдисигә қаримай, йәнила ахбарат әркинликни қаттиқ қамал қиливатқан болуп, мухбирлар, сиясий өктичиләр, қариши пикирдә болғучилар вә интернетта мақал елан қилғучиларни үзлүксиз қолға елип келиватқанлиқини билдүрди.
Чегрисиз мухбирлар тәшкилати әзаси винсент брисел: "биз бу йәргә олимпикини байқут қилиш чақириқини тәрғиб қилғини кәлмидуқ, бәлки сиясий мәһбусларни қоюветиш, интернетқа болған чәкләшни вә радио долқунлирини тосуш ишлирини аяғлаштурушта бирликтә күч чиқириш чақириқи қилғили кәлдуқ" дәйду.
Һалбуки, сақчи формиси кийгән вә пуқрачә кийингән хитай сақчилар келип, көврүктин чүшүватқан мухбирларни түртүп уларниң алдини тосқан вә кимлик кинишкилирини тартивалған.
Мәлум болушичә, мухбирлар, бейҗиң олимпик ишханисиниң алдидики мәйданға йиғивелинған вә икки саәттин кийин, һечқандақ чүшәндүрүш берилмәйла қоюветилгән. Чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң билдүрүшичә, һазир хитайда 32 нәпәр мухбир вә 50 нәпәр торда мақал елан қилғучилар түрмидә икән. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайниң гуаңҗу шәһиридики бир сүний һәмра телевизийә қанили хакланди
- 3 - Май дуня учур әркинлики күни мунасивити билән ...
- Асия дөләтлиридики ишчилар, 1 - май әмгәкчиләр байрими күни намайишлар өткүзди
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати хитайни әйиплиди
- Бу йил пүтүн йәр шарида, 101 нәпәр мухбир зиянкәшликкә учриған
- Ғәрп әллиридики уйғурлар хитай әлчиханисиниң алдида намайиш өткүзди
- Google Ниң хитайчә нәшри шәрқий түркистан һәққидики учурларни елан қилиштин тохтиди
- Тибәтләр, афенадики олимпик йиғининиң йепилиш мурасимида хитайларға наразилиқ билдүрди