Бағдаттики партлашта 43 киши қаза қилди
2005.08.17
Чаршәнбә күни ирақниң пайтәхти бағдат шәһириниң мәркизидә, арқа-арқидин 3 қетим партлаш вәқәси йүз берип, 43 кишиниң қаза қилиши вә 75 кишиниң ярилинишидәк паҗиәни кәлтүрүп чиқарди.
Ирақ сақчи даирилириниң мәлум қилишичә, бу партлашларниң арисидики 2 қетимлиқ машина партлаш вәқәси шәһәр мәркизидики бир аптобус бекитидә йүз бәргән. Йәнә бирси болса, әтраптики бир дохтурханида партлиған. Бу чағда мәзкур дохтурханида техи дәсләпки партлашта яриланғанлар давалиниватқан икән.
Бу арида ирақ вақитлиқ һөкүмити рәһбәрлири йеңи асасий қанун лайиһисини түзүп чиқиш ишлирини җиддий елип бериватқан болуп, улар чоқум дүшәнбә йәни 8 - айниң 22 - күнидин бурун, ислам дининиң орни вә мәркәз билән йәрлик һөкүмәт һоқуқлардин қандақ бәһримән болуш қатарлиқ бир қанчә муһим мәсилиләрни һәл қилип болиши керәк.
Әгәр улардүшәнбигичә бу мәсилидә бирликкә келәлмәй, асасий қанун лайиһисини тамамлап болалмиса, у чағда вақитлиқ һөкүмәт вә парламент тарқитиветилиду һәмдә йеңидин сайлам елип берилиду. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка вә ирақ қисимлири, бағдатта қаршилиқ көрсәткүчи күчләргә қарита һуҗум қозғиди
- Ирақта өзини өлтүрвелиш характерлик һуҗумда 22 адәм қаза қилди
- Ирақта партлашлар давамлашмақта
- Ирақта йәнә өзини өлтүрүвелиш характерлиқ партлашлар йүз бәрди
- Рамсфилд, америкиниң ирақ урушида мәғлубийәткә учриғанлиқини рәт қилди