Явропа иттипақи хитайни тоқулма буюмлар експорти мәсилисидә агаһландурди


2005.03.11

явропа иттипақи комитети җүмә күни, хитай тоқулма буюмлириниң импортиға чәклимә қоюш йолида мувапиқ тәдбирләр алидиғанлиқини агаһландурди.

Дуня сода тәшкилатиға кириш келишими бойичә хитай тоқулма буюмлириға қоюлған чәклимә 1 - айниң 1 - күнидин башлап бикар қилинған. явропа тоқулма санаәт саһәсидики әрбаблар чәклиминиң бикар қилинғанлиқидин әндишә қиливатқанлиқини билдүргән. явропа иттипақи сода комисари петир манделсон, бейҗиңдики явропа иттипақи вәкиллириниң хитай һөкүмити билән бу мәсилиләр бойичә сөһбәт елип баридиғанлиқини тәкитлигән.

Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, петир мандилсон хитай даирилири билән бу мәсилиләр бойичә бивастә шундақла актип алақилишиватқанлиқини билдүргән. У, хитай тоқулма буюмлириниң импортиға чәклимә қоюш үчүн " мувапиқ пәйттә мувапиқ тәдбирләрни қоллунушимиз мумкин", дәп көрсәткән.

явропа тоқулма санаәт саһәсидики әрбаблар пәйшәнбә күни явропа иттипақи комитетиниң хитай тоқулма буюмлириға чәклимә қоюшни тәләп қилған иди.

Хитай тоқумичилиқ җәмийитиниң алдинқи күни ашкарилишичә, хитай тоқулма буюмлириниң експорти бу йил 1 - айда көпийишкә башлиған. явропа комитетиниң баянатчиси верон - ревилле, явропа иттипақи хитай тоқулма буюмлириниң импорт көрсәткүчидики артиш шундақла товар баһасиға көрә тәдбир алидиғанлиқини билдүрди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.