Б д т алаһидә әлчиси бирма һөкүмитини намайишни бастурмаслиққа чақирди
2007.09.30
Бирма һәрбий һөкүмити намайишчи раһибларни бастуруп, өлүм вәқәлирини кәлтүрүп чиқарғандин кейин хәлқара җәмийәт буниңдин қаттиқ нарази болған иди. Йәкшәнбә күни бирләшкән дөләтләр тәшкилати алаһидә әлчиси ибраһим ганбари бермиға йетип келип, бир қанчә бирма һөкүмәт вә һәрбий рәһбәрлири билән шуниңдәк демократик гуруһлар рәһбири аңсан сучи қатарлиқлар билән айрим көрүшүп, бирма вәзийитини музакирә қилиш билән биргә бирма рәһбәрлиригә бирләшкән дөләтләр баш секритариниң ағзаки билдүрүшини йәткүзгән.
Б д т алаһидә әлчиси бирма даирилиридин һөкүмәтниң зораванлиқ васитә ишлитип, һөкүмәткә қарши наразилиқ һәрикәтлирини бастурмаслиқни тәләп қилған.
Б б с агентлиқиниң ашкарилишичә, ибраһим гамбариниң мәқсити бирма алий һәрбий рәһбири билән көрүшүп, уларни намайишчиларни бастурмаслиққа қайил қилиш һәмдә намайишларни қанлиқ бастурмаслиққа вәдә елиш шуниңдәк өктичиләр билән һөкүмәт арисида диалог қурушни қолға кәлтүрүш қатарлиқладин ибарәт.
Шуңа у 30- сентәбир күни раңгун шәһиридә һөкүмәтниң бесими вә қамал қилиши астида туриватқан демократик өктичи даһийси , нобел тинчлиқ мукапатиниң еришкүчиси аң сан сучи билән мәхсус сөһбәт елип барған .
Һазир раңгун қатарлиқ шәһәрләргә зор сандики әскири қисимлар орунлаштурулған болуп, йәкшәнбә күни намайиш йүз бәрмигән. Өткән һәптидики бастурушта бирма тәрәп аз дегәндә 10 адәмниң өлтүрүлгәнликини билдүргән болсиму, бирақ көзәткүчиләр өлгәнләрниң саниниң хели көп икәнликини пәрәз қилишмақта.(Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Шәрқий җәнубий асия иттипақи бермини әйиблиди, лекин хитай әйибләшни рәт қилди
- Хәлқара җамаәт бермида йүз бериватқан тоқунушни пәсәйтишкә тиришмақта
- Берма һәрбий һөкүмити намайиш қилған хәлққә оқ чиқарди
- Бермидики намайиш дағдуғулуқ давамлашмақта
- Хейлуңҗяңда деһқанлар билән хитай сақчилар тоқунушти
- Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати: кишилик һоқуқни бихәтәрликкә қурбан қиливетишкә болмайду
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати наразилиқи билдүрүш паалийити елип барди
- Асия дөләтлиридики ишчилар, 1 - май әмгәкчиләр байрими күни намайишлар өткүзди
- Хитай билән русийә б д т ниң берма кишилик һоқуқи қарарини немә үчүн рәт қилди ?
- Бермидики чин миллитиниң мусапирлири америкидин паналиқ телимәктә