Америка тоқумичилиқ санаити һөкүмәттин хитай маллирини чәкләшни тәләп қилди


2004.10.12

Америка тоқумичилиқ санаити тәшкилати сәйшәнбә күни америка презденти җорҗ W бушқа бир парчә тәклип сунуп, һөкүмәтниң, хитай маллириниң америка тоқумичилиқ саһәсигә еғир тәсир йәткүзүшиниң алдини елип, келәр йили -1 айдин башлап хитайниң 10 түрдики тоқумичилиқ мәһсулатини импорт қилишни дәрһал тохтитишни тәләп қилди.

Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң көрситишичә, тоқумичилиқ санаити тәшкилати хетидә, " әгәр һөкүмәт дәрһал чарә қоллунуп хитайниң 10 түрлүк тоқумичилиқ маллирини импорт қилишни дәрһал тохтатмиса, америкида йәнә 650 миң хизмәт пурсити зиянға учрайду" дәп көрситилгән.

Америка тоқумичилиқ санаити тәшкилати оттуриға қойған бу 10 түрлүк хитай маллири асаслиқи, иштан, көйнәк, пахта кирлик вә пахта йип қатарлиқлар икән.

Мәзкүр тәшкилат йәнә, әрзан хитай маллириниң америкида сода үстүнликини игиливалғанлиқини билдүрүштин сирт, хитай даирилириниң хәлқ пулиниң америка доллири билән болған тегишиш нисбитини қәстән төвән тутуп, хитай маллирини техиму үстүнлүккә игә қилғанлиқини әйиплиди.

Америка тоқумичилиқ санаити тәшкилатиниң бу тәклипни сунған вақти дәл америка прездент сайлам риқабити әң юқири басқучқа көтүрүлгән мәзгил болуп, прездент буш тәхткә чиққандин буян шәкилләнгән ишсизлиқ әһвали асаслиқ риқабәт темиси болуп кәлмәктә. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.