Росийә, б д т ға терроризм билән бағлиниши болған сияси паналанғучиларни қайтуруш тәклипи сунди
2004.09.24
Русийә, б д т ға тәклип лаһийәси сунуп, террорчиларниң сияси паналиқ һоқуқини җавабкарлиққа тартилишдин сақлиништики қалқан қилип қоллинишиға хатимә беришни тәләп қилди. Росийә террорлуқ четишлиқи болған сияси паналанғучиларни дөлитигә қайтурушни тәләп қилған.
Росийә ташқи ишлар министири сергей лавероф б д т ниң омуми йиғинида сөз қилип, росийәниң юқириқи тәклип лаһийәсини б д т хәвпсизлик кеңишигә сунғанлиқини ашкарилиған. Чечән қораллиқ күчлири бу йил 8 - айда шимали оситийәниң беслан шәһиридики бир оттура мәктәпни гөрүгә еливелиш паҗиәсидин кейин, русийә даирилири чечән қаршилиқ көрситиш һәрикитиниң чәтәлдики рәһбәрлирини өткүзүп беришни тәләп қилған.
Бу арида чеченийә призиденти аслан машадоф, бесландики оттура мәктәп паҗиәсиниң җавабкарлиқини үстигә алған чечән күчлириниң қомандани шамил басайефни сотқа татидиғанлиқини елан қилди. Бирақ машадоф, бу сотниң чечән уруши ахирлашқандин кейин елип берилидиғанлиқини билдүргән. Көзәткүчиләр, русийиниң тәклипи б д т хәвпсизлик кеңишидики хитайниң қоллишиға еришидиғанлиқини пәрәз қилмақта. Чүнки илгири хитайниң германийә вә түркийидики шәрқий түркистан паалийәтчилирини, америкидики гуантанамо тутқунлирини қайтуруп бериш тәлипи, бу дөләтләрниң рәт қилишиға учриған иди. (Әркин)
- Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 59 - нөвәтлик йиғини ечилди
- Шамил басайеф , беслан паҗиәсигә җавабкар икәнликини етирап қилди
- Русийә колин повелниң әйиблишини рәт қилди
- Америка 11 - сентәбир вәқәсиниң қурбанлирини хатирилиди
- Пакистан қисимлири җәнубий вазиристандики қәбилиләр районида тазилаш елип барди
- Җакартадики авистиралийә әлчиханиси сиртида йүз бәргән партилашта сәккиз адәм өлди
- Хитай русийә билән террорлуққа қарши һәмкарлиқни күчәйтишкә тәйярланди
- Русийә чечән өктичилирини тутушқа 10 милйон доллар мукапат чиқарди
- Ирақта америка әскәрлири билән қораллиқ күчләр тоқунуши давамлашмақта
- Русийидики гөрүгә елиш вәқәсидә өлгәнләрниң дәпнә мурасими өткүзүлди