Кофи әннан б д т ниң йеңи кишилик һоқуқ оргини қурушниң зөрөрликини тәкитлиди
2005.04.07
Б д т ниң баш секритари кофи әннан, б д т ниң йипйеңи вә даимий бир кишилик һоқуқ оргини қуруп чиқип, дуняниң һәр қайси җайлирида йүз бериватқан еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлириниң алдини елиш керәкликини тәкитлиди.
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, кофи әннан б д т кишилик һоқуқ комитетиниң җәнвәдә ечиливатқан йиллиқ кишилик һоқуқ йиғинида сөз қилип, " 53 дөләттин тәркиб тапқан кишилик һоқуқ комитети, дуняда кишилик һоқуқ дәпсәнчиликлириниң йүз беришини тосиялмиди. Болупму, суданниң дарфор районида" деди.
У йәнә, нөвәттики кишилик һоқуқ комитетиниң барғансири инавитини йоқутуп, б д т ниң пүтүн сестимисиға көләңгү елип кәлгәнликини, шуңа пәқәт қисмән ислаһат елип беришниң йитәрлик болмайдиғанлиқини көрсәтти.
Кофи әннан буниң алдида, кишилик һоқуқ хатириси яхши дөләтләрдин йеңи бир кишилик һоқуқ оргини қуруп чиқип, нөвәттики кишилик һоқуқ комитетиниң орниға дәсситишни оттуриға қойған. Хәвәрдә ийтилишичә, әгәр кофи әннанниң тәшәббуси бойичә йеңи кишилик һоқуқ оргини қурулса, у һалда бу органниң б д т бихәтәрлик кеңиши билән охшаш имтиязларға игә болиши мумкин икән.
Бу арида, хитай һөкүмити б д т ни ислаһ қилишни қоллисиму, бирақ ислаһатниң вақтини бекитишкә қарши туридиғанлиқини билдүрди. Б д т ниң баш секритари кофи әннан өзи оттуриға қойған, кишилик һоқуқ оргини қурушни өз ичигә алған бир қатар ислаһатларниң бу йил 9 - айда ечилидиған б д т ниң алий йиғинида мақуллинишини үмид қилмақта. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Алтә әң мустәбит һакимийәт, б д т кишилик һоқуқ комитетиниң әзаси
- Америкиниң хитайни тәнқид қилиш лайиһисидин ваз кәчкәнлики кишилик һоқуқ органлириниң тәнқидигә учриди
- Б д т кишилик һоқуқ әмәлдарлири хитайни зиярәт қилмақчи
- Америка хитайниң кишилик һоқуқини әйибләйдиған қарар лайиһиси сунмайдикән
- Бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ комитетиниң йиғини башланди