Кофи аннанниң ислаһат пилани хитайниң қарши турушиға учриди
2005.04.29
Хитай, б д т баш катипи кофи аннанниң кишилик һоқуқ комитетини ислаһ қилиш пиланиға соғуқ су сепип, мәзкур комитетниң һазирқи қурулмиси б д т әзалириниң мәйданиға вәкиллик қилидиғанлиқини билдүрди.
Хитайниң б д т дики баш әлчиси ваң гуаңя, алдинқи күни африқидики зимбабуви кишилик һоқуқ комитетитиниң әзалиқиға қайта сайланғандин кейин сөз қилип, кофи аннанниң ислаһат пиланиға қарши чиқти.
Америка, австралийә вә канада қатарлиқ дөләтләр кишилик һоқуқ комитетини өзгәртип тәшкил қилишни тәләп қилған. Тәрәққий қилған дөләтләр, мәзкур комитет, кишилик һоқуқни дәпсәндә қиливатқан дөләтләрниң әйиплиништин қутулидиған қоралиға айлинип қалғанлиқини тәнқид қилмақта иди.
Б д т ниң кишилик һоқуқ комисари луйиса арбор, кишилик һоқуқ комитетини адаләтсизлик вә қош өлчәм қоллиниш билән әйиблигән. Кофи аннан, кишилик һоқуқ комитетидики дөләтләрниң санини азайтиш шундақла б д т дики үчтин икки қисим дөләтниң мақуллиқини алған әлләрни мәзкур комитетқа елиш тәклипини оттуриға қойди. Бирақ униң тәклипи хитай, иран, куба қатарлиқ дөләтләрниң қаршилиқиға учриған. Ваң гуаңя, һазирқи комитетни " б д т дики әза дөләтләрниң арзусиға вәкиллик қиливатиду," диди.
Кишилик һоқуқ комитетиниң сайлам түзүмини тәнқидлигән америкиниң б д т дики баш әлчиси анни патерсон, комитеттики бәзи дөләтләрни холум - хошнилириға ян бесиш яки талаш - тартишсиз сайлиниш билән тәнқидлиди. Аннан, һәр қайси дөләтләрни бу йил синтәбирдики б д т ниң башлиқлар йиғиниға қәдәр келишим түзүшкә үндигән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бейҗиң, явропа иттипақиниң хитай тоқулма буюмлирини чәкләш тоғрисидики агаһландурушиға инкас қайтурди
- Б д т кишилик һоқуқ комитетиниң тәнқид вә талаш- тартиштики җәнвә йиғини ахирлашти
- Хитай кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң докилатидики тәнқидләрни рәт қилди
- Кофи әннан б д т ниң йеңи кишилик һоқуқ оргини қурушниң зөрөрликини тәкитлиди
- Америкиниң хитайни тәнқид қилиш лайиһисидин ваз кәчкәнлики кишилик һоқуқ органлириниң тәнқидигә учриди