Дуня рәһбәрлири б д т қурулғанлиқиниң 60 йиллиқини хатирилиди

150 Тин артуқ дөләт вә һөкүмәтләрниң рәһбәрлири чаршәнбә күни нйойорктики бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң баш штабида җәм болуп, б д т қурулғанлиқиниң 60 йиллиқини хатириләш үчүн өткүзүлгән башлиқлар йиғиниға қатнашти.

Үч күн давам етидиған б д т башлиқлар йиғинида б д т ни ислаһ қилиш лайиһиси музакирә қилиниду. Йиғинниң ечилиш мурасимида б д т ниң баш секритари кофи әннан вә америка президенти җорҗ буш сөз қилди. Кофи әннан дуня рәһбәрлирини б д т ни ислаһ қилишта чиң туруш вә дунядики намратлиқни йоқитиш йолида техиму илгирилигән қәдәмләрни бесишқа чақирди.

Ғәрб мәтбуатлириниң хәвиригә қариғанда, һәрқайси дөләт рәһбәрлири буниңдин бир күн илгири, һәр қайси дөләтләрниң б д т дики әлчилири бирликкә кәлгән 35 бәтлик бир ислаһат лайиһисини мақуллайдикән. Бу лайиһә тәрәққият, кишилик һоқуқ вә б д т ни ислаһ қилиш мәзмунлирини өз ичигә алиду. Әмма бу лайиһә кофи әннан оттуриға қойған ислаһат лайиһисиниң аҗизлаштурулған нусхиси дәп қаралмақта.

Йиғинда һәр қайси дөләт башлиқлириға бир қетимдин сөз пурсити берилиду. Хитай дөләт рәиси ху җинтав пәйшәнбә күни б д т башлиқлар йиғинида нутуқ сөзләйду. (Арзу)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org