Б д т нопус фонди җәмийити хитай пиланлиқ туғут сияситигә бәргән ярдәм түрини ақлиди


2006.01.31

Б д т нопус фонди җәмийити дүшәнбә күни баянат елан қилип, мәзкур органниң хитай пиланлиқ туғут сияситигә бәргән ярдәм түрини ақлиди. Нопус фонди җәмийити баянатида, мәзкур органниң фонди җәмийәтни әң көп мәбләғ билән тәминләйдиған 10 явропа дөлити тәрипидин муәййәнләштүрүлгәнликини тәкитлигән.

Нопус фонди җәмийитиниң баянатида әскәртишичә, явропадики бу 10 дөләт " нопус фонди җәмийити башқа дөләтләрдики паалийитигә охшашла хитайда хәлқара нопус вә тәрәққият қурултийиниң қарарлириға қәти бойсунди шундақла бизниң ортақ тиришчанлиқимизни қоллап, кишилик һоқуқ вә асаси әркинликни намайән қилиш җәһәттә муһим рол ойнимақта," дәп тәкитлигән. Нопус фонди җәмийитиниң бу сөзләрни тилға елиштики сәвәби, бу орган америка қатарлиқ дөләтләр тәрипидин хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуққа хилап усуллар билән туғутни контрол қилишиға ярдәм бәрди, дәп әйибләнмәктә иди.

Буш һөкүмити шу сәвәбтин америкиниң нопус фонди җәмийитигә беридиған 35 милйон доллар йиллиқ ярдимини тоңлитип қойған. Уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир, өткән йили америка дөләт мәҗлисидә бәргән гуваһлиқ сөзидә, б д т нопус фонди җәмийитини әйиблигән вә хитайниң уйғурларға қаратқан пиланлиқ туғут сияситини " ирқий тазилаш" тин пәрқий йоқ, дәп атиған. Йеқинда уйғур аптоном райониниң муавин рәиси җаппар һәбибулла, уйғурларни пиланлиқ туғут сияситигә риайә қилмайватиду, дәп әйиблиди. Җаппарниң әскәртишичә, бәзи уйғурларниң туғутни чәкләш мәсилисидә " идийиси техи азат болмиған ".

Б д т нопус фонди җәмийитиниң хитайда елип барған хизмитини махтиған 10 дөләт әнгилийә, белгийә, данийә, финландийә, франсийә, германийә, голландийә, норвигийә, шветсийә вә шветсарийиләрни өз ичигә алиду. Нопус фонди җәмийити әйдизгә қарши ярдәм түри бойичә 2006 - йилдин 2010 - йилғичә хитайға 27 милйон доллар ярдәм беришни қарар қилған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.