Б д т хитайниң қуш зукам вируси тоғрисида техиму көп учур билән тәминлишини тәләп қилди
2005.10.28
Хитай даирилири җүмә күни хунәнниң шяңтән наһийисидә 12 яшлиқ бир қизниң қуш зукам вирусида өлгәнликини рәт қилғандин кейин, б д т ниң сәһийә оргини қуш зукам вируси тоғрисида техиму көп учур билән тәминләшни тәләп қилди.
Хитайда өткән һәптә 3800 дин артуқ тоху, өрдәк вә ғаз H5N1 типлиқ зукам вируси түпәйлидин өлтүрүлгән. Хитай сәһийә министирлики, хунәнниң шяңтән наһийисидә өлгән 12 яшлиқ қизниң қуш зукам вируси түпәйлидин әмәс, өпкә кесили сәвәбидин өлгәнликини билдүрди. Сәһийә министирликиниң баянатчиси чен, һазирғичә қуш зукам вирусиниң адәмләргә юқуш әһвали байқалмиғанлиқини билдүргән болсиму, әмма "қуш зукам вирусини контрол қилиш тиришчанлиқи мәғлуп болса, вирусниң адәмләргә юқуш еһтимали вақит мәсилисила болуп қалиду," дәп агаһландурди.
Дуня сәһийә тәшкилатиниң баянатчиси мария чең, "биз хитайда байқалған юқумлунуш вәқәси тоғрисида техичә учурға игә әмәсмиз," дәп көрсәтти. У, " һәр иккила адәм кесәл тохулар билән мунасивәтлик болғанлиқтин, биз техиму тәпсили мәлуматқа игә болушни үмид қилимиз", дәйду.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, дуня сәһийә тәшкилати хитай даирилиридин хунәнгә мутәхәссисләр әвәтишни тәләп қилған. Әмма хитай һөкүмити бу йил 5 вә 6 - айларда санҗи вә чөчәк қатарлиқ җайлирида қуш зукам вирусида байқалғанда дуня сәһийә тәшкилатиниң бу җайларда тәкшүрүш елип беришиға йол қоймиған иди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай қуш зукими билән адәм өлгәнликини инкар қилди
- Б д т хитайниң қуш зукими кесилигә болған назаритиниң йетәрлик әмәсликини ейтти
- Хитайниң шәрқидә йәнә қуш зукими вируси байқалди
- Хитай, қуш зукиминиң алдини елиш үчүн чегрини тақиши мумкин
- Дуня сәһийә тәшкилати хитайдики қуш зукими вирусиниң тарқилиш әһвалидин әндишә қилмақта