Бразилийә, б д т ислаһатиға қарши чиққан хитайниң йетим қалидиғанлиқини агаһландурди


2005.06.03

Б д т ниң хәвпсизлик кеңишигә даимий әза болушни талишиватқан бразилийә, әгәр хитай хәвпсизлик кеңишигә даимий әза дөләтләр санини көпәйтишкә қарши чиқса, " өзини йетим қалдуруши мумкин," дәп агаһландурди.

Хитайниң б д т дики даими вәкили ваң гуаңя, германийә, японийә, бразилийә вә һидистанларниң хәвпсизлик кеңишигә даимий әза дөләтләр санини көпәйтиш тоғрисидики тәклип лаһийисигә рәт авази беридиғанлиқини җакарлиған. Хитай, хәвпсизлик кеңишидики кеңәш қарарлирини рәт қилиш һоқуқиға игә бәш даимий һәйәтниң бири.

Бразилийә ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси, "һәр қайси қитәләр б д т ислаһатини қоллаватқан әһвалда рәт қилиш авази қоллиниш, хитайни йетим әһвалда қалдуруш билән ахирлишиду," дәп көрсәтти.

Әмма германийә, японийә, бразилийә вә һидистанларниң тәклип лаһийисини авзаға қоюшни " хәтәрлик һәрикәт," дәп тәкитлигән ваң гуаңя, бу б д т вә мәзкур органға әза дөләтләр иттипақлиқини бузуп, б д т ниң ислаһат мусаписини қайдуруветиду," дәп көрсәткән.

Бейҗиң һөкүмити германийә, бразилийә вә һиндистанларниң хәвпсизлик кеңишигә даимий әза болуш тиришчанлиқини қоллисиму, әмма японийиниң даими әзалиқиға қарши чиқмақта. Әгәр хитай хәвпсизлик кеңишини кеңәйтишкә қарши биләт ташлиса, бу әһвалда 4 дөләтниң тәклип лаһийиси б д т ниң омуми йиғинида авазға қоюлиду. Әмма тәклип лаһийиси б д т ға әза 191 дөләтниң 3 дән 2 қисими қоллап биләт ташлиғанда андин күчкә игә болиду. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.